Доңгүән шәһири биңтуәнгә 1 милярд 630 милйон йүәнгә мәбләғ салған
2016.07.30
Доңгүән шәһири өткән 3 йилда аталмиш “шинҗаңға ярдәм бериш” түри бойичә уйғур елигә салған мәбләғ 1 милярд 630 милйон йүәнгә йәткәнлики көрситилгән болсиму, буларниң һәммисиниң биңтуәнгә селинғанлиқи мәлум.
Гуаңдуң өлкисидин чиқидиған “яңчең” кәчлик гезитиниң хәвәр қилишичә, доңгүән шәһири салған мәбләғләр биңтуәнгә қарашлиқ 3 - девизийә, тумшуқ шәһири вә 12 мәйданни өз ичигә алған районларға селинған.
Хәвәр көрситишичә, бу мәбләғләр асасән “хәлқ турмуши қурулуши” ға селинған болуп, булар олтурақ өй қурулуши, мулазимәт мәркизи қурулуши, йол вә асасий муәссәсә қурулуши қатарлиқ түрләргә селинған.
Хәвәрдә уйғур елигә хенәндин 30 йилиниң алдида келип йәрләшкән вә 3 балилиқ болуп йилтиз тартқан җийән фамилилик бир хитай деһқанниң һаяти һәққидиму бәзи мәлуматлар берилгән.
У,бу җәрянда өзиниң әсли юртидин биңтуәнгә йәнә 3 аилилик туғқини әкелип йәрләштүргән вә бу йәрдә пурсәтниң көплүкини, киримниңму хенәниниңкигә қариғанда товән әмәсликиниму қошумчә қилған.
Хәвәрдә 3 - девизийә тәвәликигә селинған мәбләғләрниң йәнә 10 миң еғиз олтурақ өй қурулуши, 38 километир йол, ток, пар вә газ йәткүзүш қурулуши қатарлиқ 97 түргә сәрп қилинғанлиқи көрситилгән.
Шинхуа агентлиқиниң 30 - марттики хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити биңтуәнниң 2016 - йиллиқ иҗтимаий муқим мүлүк селинмисини 198 милярд сомға йәткүзмәкчи болған.
Хитай даирилири 2010 - йили чақирилған аталмиш “шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейин, хитайниң 19 өлкисини уйғур елигә “ярдәм” беришкә орунлаштурған. Хитайниң бу сийсиити вәзийәт көзәткүчилирини әҗәпләндүргән иди.