Уйғурларниң дубәйдә қамақханиға соланғанлиқи ашкариланған

Ихтиярий мухбиримиз җәвлан
2021.08.16

“бирләшмә агентлиқ” ниң бүгүнки хәвиригә қариғанда, дубәйдә тутулуп қалған бир хитай аял дубәйдики бир қамақханида уйғурлар билән биллә қамалғанлиқини ашкарилиған. Бу аялниң билдүрүшичә, у хитайниң башқурушидики бир мәхпий қамақханиға 8 күн соланған болуп, қамақханида аз дегәндә икки уйғурни көргән.

Хитай һөкүмитигә қайтурулуштин қечип йүргән бу аял, дубәйдики бир меһманханида тутулуп гөрүгә елинған болуп, хитай хадимлири уни дачидин түрмигә өзгәртилгән бир өйгә қамап қойған, хитайлар уни сорақ қилип, һөкүмәткә қарши гәп қилған оғул достини тепип беришкә қистиған. Бу аял у йәрдә икки уйғур мәһбусни көргән, авазини аңлиған. У 6-айниң 8-күни түрмидин қутулуп чиққандин кейин, голландийәдин сиясий панаһлиқ тилигән.

Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, “қара түрмә” гәрчә хитайда көп учрайдиған җинайәт увиси болсиму, бу аялниң бәргән мәлумати хитайниң чәт әлдики “қара түрмиси” һәққидә берилгән тунҗи мәлумат һесаблинидикән. Хитай өзиниң чәт әлдики тәсиридин пайдилинип, бу хил қамақханиларни қуруп өзлири қайтуруп кәтмәкчи болған адәмләрни солап қойидикән, буларниң ичидә хитайға қарши гәп қилған өктичиләр, парихор әмәлдарлар вә уйғурларға охшаш аз санлиқ милләтләр бар икән. 

       

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.