Дуня банкасиниң башлиқи тәминләш зәнҗирлиридә хитайға бағлинип қелишни аяқлаштурушни тәкитлигән
2022.04.14
Дуня банкасиниң башлиқи давид малпас (David Malpas) тәминләш зәнҗирлиридә хитайғила бағлинип қалмай, уни көп хиллаштуруш һәммә адәмгә пайдилиқ, дегән.
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, дуня банкасиниң башлиқи давид малпас 12- април күни варшавада өткүзүлгән бир йиғинда сөз қилип, тәминләш зәнҗирлири мәсилиси үстидә тохталғанда юқириқи сөзни қилған. У йәнә “һазир һәрқайси дөләтләр тәминләш зәнҗирини көп хиллаштуруш вә уларниң хитайға беқинип қелишини азайтиш үчүн тиришиватиду,” дегән.
Малпас әпәнди йәнә дөләтләр ара чегра һалқиған содиниң дуня иқтисадида йәнила муһим орунда туридиғанлиқини, хитайниңму иккинчи чоң иқтисадий күч болуш сүпити билән һәм истемалчи вә тавар ишләпчиқарғучи сүпитидә муһим рол ойнашни давам қилидиғанлиқини билдүргән. Бирақ у буниң үчүн хитайниңму өзгириши керәкликини тәкитләп: “хитайму йәр шари сода системисидики башқа дөләтләр ортақ бәһрилинидиған қиммәт системисиниң бир қисми болуши керәк, бирақ мән буниң қачан йүз беридиғанлиқини билмәймән,” дегән.
Малпас йәнә йиғинда хитайниң COVID-19 вируси түпәйли қамал қилиш вә қәрз мәсилиси сәвәблик кризисқа дуч кәлгән-кәлмигәнлики һәққидики соалға җавап берип: “улар зиянға учриди, һәр қайси саһәләрдә чоң оңушсизлиқлар болди, мөлчәрләнгән тәрәққият зорийишиниң миқдари төвәнлиди,” дегән.
Тәминләш зәнҗирлирини хитайдин йөткәш мәсилиси корона вируси юқуми оттуриға чиққандин кейин алаһидә диққәт қозғайдиған мәсилигә айланған иди. Америка дөләт мәҗлис әзалири бу мәсилигә диққәт қилип, тәминләш зәнҗирлири мәсилисидә хитайға қарашлиқ болуп қелиштәк вәзийәткә хатимә бериш, хитайниң иқтисадни қалқан қилип йүргүзиватқан зомигәрликигә тақабил турушниң йоллирини издимәктә.









