Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети дуня банкисидин уйғур районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә ярдәм беришни тохтитишни тәләп қилған
2022.04.11
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети (CECC) әзалири дуня банкисиниң башлиқи давид малпас (David Malpass) қа хәт йезип, хәлқара пул-муамилә ширкәтлириниң хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ төт ширкәткә қәрз бәргәнликидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитетиниң тор бетидә 11-апрел елан қилинған бу хәткә америка дөләт мәҗлиси кеңәш палата әзаси җеф меркили (Jeff Merkley), хитай ишлири иҗраийә комитети рәиси (James P. McGovern) Қатарлиқлар имза қойған болуп, хәлқара пул-муамилә ширкәтлирини уйғур районидики мәҗбурий әмгәк, йәр сетивелиш, миллий кәмситиш, муһит вә мәдәнийәт бузғунчилиқиға четишлиқ ширкәтләргә ярдәм қилишни тохтитшқа чақирған.
Бу хәттә америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитетиниң хитайниң җинайитигә аит һөҗҗәтлири тилға елинғандин кейин мундақ дейилгән: “2018-йилдин буян уйғур аптоном районида қурулған чоң лагерларниң мәҗбурий әмгәккә четишлиқ икәнлики һәққидә көпләп хәвәрләр берилди, чүнки йәрлик һөкүмәт бурун тутулған, кейин тутулғанларниң һәммисини қул қилип ишләткән. Бәзилирини уйғур районидин сиртқа йөткәп ишләткән һәмдә буни ‛намратлиқни йөләш‚ дәп атиған. Уйғурлар вә башқа түркий мусулманларни қул қилип ишләткән завутлар һәтта лагерланиң ичигә, түрмиләрниң йениға селинған”.
Бу хәттә хәлқара пул-муамилә ширкәтлириниң уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичликигә четишлиқ ширкәтләргә аз дегәндә 486 милйон доллар пул тәминлигәнлики, америка һөкүмити вә хәлқара тәшкилатлар уйғур районидики қәбиһ зораванлиқни ирқий қирғинчилиқ, инсанийәткә қарши җинайәт дәп бекиткән туруқлуқ, хәлқара пул-муамилә ширкәтлириниң буниңға әмәл қилмиғанлиқи, һәтта өзлириниң кәспий өлчимигә риайә қилмиғанлиқи оттуриға қоюлған. Андин хәлқара пул-муамилә ширкәтлириниң сода әхлақ өлчимигә риайә қилип, уйғур районидики кишилик һоқуқ җинайитигә шерик болуватқан ширкәтләргә қәрз бәрмәсликини тәләп қилған.









