Кеңәш палата әзаси дуня банкисидин уйғур районидики “кәспий тәрбийәләш программиси” ға берилгән қәрзни сүрүштүргән
2019.12.05
Америка кеңәш палата әзаси чак грәслий дуня банкисиниң уйғур аптоном районидики “кәспий тәрбийәләш программиси” ға 50 милйон доллар қәрз бериш мәсилисини сүрүштүргән.
5-Декабир күни “һәптә гезити” дә елан қилинған хәвәрдин қариғанда, америка кеңәш палата әзаси чак грәслий йеқинда дуня банкиси башлиқи давид малпасқа хәт йезип әһвални сүрүштүргән. У дуня банкисиниң тәрәққий қиливатқан дөләтләргә қәрз бәргәндә, бу қәрз пуллириниң васитилик яки биваситә һалда инсан һәқлирини дәпсәндә қилишқа қоллинилишидин қаттиқ еһтият қилиши керәк” дәп тәкитлигән. У, дуня банкиси 2015-йили уйғур елидики “кәспий тәрбийәләш программиси” ға бәргән 50 милйон доллар қәрз пулниң уйғур мусулманлирини тутқун қилиш вәқәсигә четилғанлиқини билдүргән вә “дуня банкиси бундақ қәрзләрни бәргәндә шинҗаңда йүз бәргәндәк ишниң болмаслиқи үчүн, пулниң ишлитиш орнини тәкшүрүп ениқлаш мәсулийити бар” дәп тәкитлигән.
Кеңәш палата әзаси чак грәслий мәктупида йәнә, дуня банкиси давид малпастин бу мәсилә үстидә көрүшүшни тәләп қилған.
Бу йил 8-айда, дуня банкисиниң хитай билән келишим түзүп, 2015-йилдин бери уйғур аптоном районидики “хотән уйғур тебабәтчилик алий техникоми”, “шинҗаң йеза игилик машинисазлиқ институти” қатарлиқ 5 мәктәпниң “кәспий тәрбийәләш программиси” ға 50 милйон доллар қәрз берип келиватқанлиқи ашкарилинип, зор ғулғула қозғиған.
Американиң “ташқи сиясәт” журнили тәрипидин елан қилинған хәвәрдә, улар арисидики бир мәктәпниң бу пулға “тикәнлик сим, яш аққузуш бомбиси етиш әсваби вә қоғдиниш сайманлири” ни сетивалғанлиқи ашкариланған. Вәқә америкадики кишилик һоқуқ органлириниң күчлүк тәнқидигә учриған иди.
Нәтиҗидә алдинқи ай дуня банкиси баянат елан қилип: “мәзкур программиға алақидар мәктәпләрниң тарқақлиқи, уларни назарәт қилишниң мүшкүллүки нәзәрдә тутулуп, мәзкур программиниң көлими вә даириси кичиклитилди. Болупму программиниң шинҗаңдики мәктәпләргә четишлиқ һәмкарлиқ түригә хатимә берилди” дегән.









