Дуня банкиси җазаланған хитай ширкәтлиригә 25 милйон доллардин артуқ пул бәргән

Мухбиримиз уйғар
2023.05.12

Дуня банкиси америка малийә министирлиқиниң җаза тизимликидики 5 хитай ширкитигә 25 милйон доллардин артуқ пул бәргән. Америка һөкүмәт мәсулийитини көзитиш идарси 10-май елан қилған бу һәқтики бир доклатқа қариғанда, бу ширкәтләр хитай һөкүмити вә армийәси билән мунасивәтлик ширкәтләр икән.

Дуня банкиси, америка малийә министирлиқиниң җаза тизимликидики хитай хәвәрлишиш қурулуш чәклик ширкити, хитай дөләтлик химийә санаити ширкити, хитай көчмә хәвәрлишиш гуруһи чәклик ширкити, хитай дөләтлик електрон импорт-експорт ширкити вә хуавей ширкитини мәбләғ билән тәминлигән икән.

У доклатқа қариғанда, хуавей ширкити 2020-йили дуня банкиси билән 9 милйон доллардин артуқ тохтам түзигән. Шуниң билән бир вақитта хитай ширкәтлири 2013-йилдин 2022-йилғичә дуня банкисиниң барлиқ тохтамлириниң 29.2 Пирсәнтни алған.

Америка һөкүмити илгири дөләт хәвпсизлики әндишиси сәвәбидин хитай армийәсини қоллиған хуавей ширкитини америкада йеңи мәһсулатларни сетиш яки импорт қилиштин чәклигән иди.

Илгири дуня банкисиниң 2015‏-йили уйғур елидики 5 алий мәктәпниң “кәспий тәрбийәләш программиси” ға 50 милйон доллар қәрз пул бәргәнлики ашкариланған. Дуня банкисиниң бу қилмиши кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң, америкадики “әркинлик сарийи” қатарлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вә америка дөләт мәҗлиси әзалириниң диққитини вә наразилиқини қозғиған иди.

Дуня банкисидин мәбләғ алған хитай армийәси билән четишлиқ органлар буниңлиқ биләнла чәклинип қалмиған. Әнглийә шефилд һалим университетиниң 2022-йилдики доклатида көрситилишичә, биңтуәнму илгири дуня банкисидин 7.1 Милйон мәбләғ алған икән.

Америка һөкүмити 2020-йили “биңтуән” органи вә униң юқири дәриҗилик икки нәпәр әмәлдариға җаза тәдбири елан қилғаниди.

2022-Йили 11-апрел күни америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети хәлқара пул-муамилә органлириниң уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ ширкәтләргә аз дегәндә 486 милйон доллар пул тәминлигәнликини җакарлиған. Бу комитет хәлқара пул-муамилә ширкәтлирини уйғур районидики мәҗбурий әмгәк, йәр сетивелиш, миллий кәмситиш, муһит вә мәдәнийәт бузғунчилиқиға четишлиқ ширкәтләргә ярдәм қилишни тохтитишқа чақирған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.