«Дуня қачқунлар күни» дә тайландтики уйғурлар әсләнди
Һәр йили 20-июн күни «дуня қачқунлар күни» болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) бу күндә һәммила шәхс вә тәшкилатларни қачқунлар мәсилиси бойичә түрлүк һимайичилиқ паалийәтлиридә болушқа риғбәтләндүриду. Бу йилқи хатирә күн һарписида вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши мәхсус баянат елан қилип, тайланд һөкүмитини тайланд түрмисидә қамақлиқ уйғур қачқунлирини қоюп беришкә чақирди.
Баянатта бу уйғурларниң тездин қоюп берилиши һәмдә уларниң үчинчи бир дөләттә йеңи һаятлиқ макани бәрпа қилиши тәкитлиниш билән биргә «түрмидики бу уйғурлар әркинликтин мәһрум болғили бәш йил болди. Әгәр улар хитайға қайтурулса улар еғир зиянкәшликкә учрайду,» дейилиду.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат бу һәқтә тохтилип «шәрқий түркистандики мисли көрүлмигән бастурушни көздә тутқанда башқа дөләтләр германийә вә шиветсийәдин үлгә елиши, шундақла сиясий панаһлиқ тилигән уйғурларниң вә қачқун уйғурларниң илтимасини тезләштүрүп бир яқлиқ қилиши лазим,» дегән.
Мәлум болушичә, 2015-йили 173 нәпәр уйғур қачқун түркийәгә йәрләшкәндин кейин тайланд һөкүмити 100 дин артуқ уйғур қачқунни мәҗбурий йосунда хитайға қайтуруп бәргән һәмдә пүтүн дуняниң қаттиқ әйибләшлиригә дуч кәлгән иди. Шуниңдин буян хитайға қайтуруп берилгән уйғурларниң һечқандақ из-дерики болмай келиватқан болуп, техичә тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан уйғур қачқунларниңму охшаш тәқдиргә муптила болуш еһтималлиқи һәр саһә кишилирини әндишигә селип кәлгән иди.
Хәвәрләрдә тайланд түрмисидики 49 уйғур қачқунниң интайин начар турмуш шараитида туруватқанлиқи, һазирғичә бу тутқунлардин үч яшлиқ бир оғул бала вә 27 яшлиқ билал исимлик бир йигитниң түрмидә өлүп кәткәнлики илгири сүрүлмәктә. Малайшияниң баш министири махатир муһәммәд бу уйғур қачқунлар һәққидә сөз қилип «улар бу дөләттә һечқандақ хата иш қилмиғандикин, уларни қоюп бериш лазим» дегән иди.