Мутәхәссисләр: “дуня сәһийә тәшкилатидәк башқа хәлқаралиқ органларниңму хитай билән болған мунасивити тәкшүрүлүши керәк”
2020.04.16
Америка президенти доналд трамп 14-апрел күни өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида америка һөкүмитиниң дуня сәһийә тәшкилатиға һәр йили берип келиватқан зор соммилиқ мәблиғини тохтитип қойғанлиқини елан қилип зор инкас қозғиған.
Мәлум болушичә, униң бу һәрикитини қоллайдиған нурғун көзәткүчиләр башқа хәлқаралиқ органларниңму хитай һөкүмити билән болған мунасивити үстидин тәкшүрүш елип берилиши керәкликини тәшәббус қилмақтикән.
Бу һәқтә канаданиң “юлтуз” намлиқ хәвәр ториниң билдүрүшичә, канададики бир қисим аммиви сиясәт мутәхәссислири канаданиң американиң дуня сәһийә тәшкилатиниң таҗсиман вирус юқумини бир тәрәп қилиш вә униң бейҗиң билән болған мунасивитини тәкшүрүш һәрикитини қоллиши керәкликини оттуриға қойған.
Хәвәрдә баян қилинишичә, “трамп дуня сәһийә тәшкилатиға болған тәнқидий позитсийәсидә ялғуз әмәскән. Нурғун көзәткүчиләр әмәлийәттә пәқәт дуня сәһийә тәшкилатила әмәс, нурғун хәлқаралиқ органларниң бейҗиңниң тәсир көрситишигә учраватқанлиқини әскәртип уларни хитай билән болған мунасивитини көздин кәчүрүшкә чақирмақтикән.”
14-Феврал күни 100 дин артуқ хитай ишлири мутәхәссислири вә сиясийонлири ортақ имзалиқ баянат елан қилип, хитай компартийәсиниң кризисқа болған инкасини шундақла униң юқумниң дәсләпки басқучини йошурғанлиқини әйиблигән. Бу баянат оттаваға җайлашқан “дөләтлик аммиви сиясәт ақиллар амбири” - канада макдоналд-лавер институтиниң тор бетидә елан қилинған болуп, униңға шималий америка, явропа вә окянийәдин болуп 100 дин артуқ сиясәт мутәхәссислири, парламент әзалири вә илмий хадимлар имза қойған икән.