Дуня уйғур қурултийи аргентина җинайи ишлар федератсийә алий сотиға наразилиқ әрзи сунди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.11.08

Дуня уйғур қурултийи аргентина җинайи ишлар федератсийә алий сотиға наразилиқ әрзи сунуп, уйғурларға қаритиливатқан инсанийәткә қарши җинайәт үстидин дава ечишни тәләп қилди.

Бу наразилиқ әрзи, буенус-айрестики җинайи ишлар соти җинайи ишлар федератсийә алий сотиниң уйғурларниң ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәткә учраш мәсилиси бойичә дава ечиш һәққидики буйруқини иҗра қилмиғандин кейин сунулған.

2022-Йили 8-айниң 17-күни, әнглийә хәлқара қанун адвокати майкол поләк қатарлиқлар дуня уйғур қурултийи вә уйғур кишилик һоқуқ қурулушиға вакалитән, аргентина җинайи ишлар сотиға хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайити үстидин әрз сунған иди. Бирақ аридин бир йил өткәндә, аргентина җинайи ишлар сотиниң тәптиш әмәлдари бу даваға қаримаслиқ һәққидә қарар чиқарған. Аргентина җинайи ишлар федератсийә алий соти 2024-йили 11-июл күни қарар чиқирип, буенус-айрестики бу җинайи ишлар сот мәһкимисиниң уйғур ирқий қирғинчилиқи делоси үстидин сот ачмаслиқ қарарини ағдуруп ташлиған, шундақла тәптиш даирилириниң дәрһал тәкшүрүш башлишини буйруған иди.

Дуня уйғур қурултийиниң көрситишичә, аргентина җинайи ишлар соти бу буйруққа әмәл қилмиған.

Дуня уйғур қурултийиниң бу һәқтики мәхсус баянатида көрситилишичә, адовкат майкил поләк буенус-айрестики бу җинайи ишлар сотиниң һәрикитидин қаттиқ әпсусланғанлиқини билдүргән. У, “бу дело аргентина қанун системисиниң обйектиплиқи вә униң аргентина асасий қанунини қоллиништики тәрәпсизликигә мунасивәтлик бир қетимлиқ синақ” дәп көрсәткән.

У баянаттики сөзидә мундақ дегән: “биз сотниң адил қарар чиқириш мәҗбурийитини ада қилип, бу дело арқилиқ зор вә күчлүк дөләтләрниң қорқутуш васитиси арқилиқ җазадин қечип қутулалмайдиғанлиқини көрситип беришини үмид қилимиз.”

Аргентина җинайи ишлар сотиниң ирқий қирғинчилиқ җинайити, инсанийәткә қарши җинайәт вә дуняниң һәр қандақ йеридики адәм қийнаш җинайәтлиридин һесаб сораш һоқуқи бар болуп, сотқа сунулған әрзнамидә хитайниң уйғурлар вә башқа түркий хәлқләргә ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәттин ибарәт хәлқаралиқ җинайәтләрниң җавабкари икәнлики илгири сүрүлгән.

Бу наразилиқ әрзи 6-ноябир күни дуня уйғур қурултийиниң сабиқ рәиси долқун әйса, уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат вә хәлқара қанун адвокати майкол поләк тәрипидин аргентина җинайи ишлар сотиға сунулған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.