Дуня уйғур қурултийи әнгилийә сотиға сунған әрзидә ғәлибә қилди
2024.06.27
6-Айниң 27-күни әнгилийә алий сотиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ пахта мәһсулатлирини импорт қилишқа чәклимә қоймаслиқ һәққидә 2023-йил чиқарған қарари ағдуруп ташланған. Нәтиҗидә әнгилийә алий соти үстидин әрз сунған “дуняви қанун һәрикити тори” (GLAN) билән дуня уйғур қурултийи ғәлибә қилған.
Әнгилийә алий сотиниң илгирики қарарида, әнгилийә җинайи ишлар идариси (NCA) уйғур районидики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ малларниң қанунсиз икәнликини тәкшүрүшни рәт қилса болатти. Бу қетимқи қарарда, әгәр әнгилийәдики бир ширкәт “җинайәткә шерик” һалда ишләпчиқирилған бир мални импорт қилған болса, мәсилән, бу мал уйғурларни қул қилиш бәдилигә ишләпчиқирилған болса, мәзкур ширкәт сода җинайити өткүзгәнлики билән әйиблинидикән.
Дуня уйғур қурултийи бу мунасивәт билән 27-июн күни елан қилған баянатида мундақ дегән: “бу, дуняда тунҗи қетим шәрқий түркистандики уйғур вә башқа түркий милләтләргә йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитигә шерик болған һәмдә уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болған тәминләш зәнҗирини бузушқа мунасивәтлик сот делосидур. Ширкәтләр әмди өзиниң мал тәминләш зәнҗирини тазилайду, я болмиса әрз қилиниш хәтиригә учрайду”.
“хитай һәққидики хәлқара парламентлар бирлики” ниң иҗраийә директори лок пулфорд өзиниң X һесабида бу ғәлибини тәбриклигән. У бу һәқтә тохтилип: “дуня уйғур қурултийи әнгилийә җинайи ишлар идарисигә қарши әрзидә ғәлибә қилди. Әнгилийә уйғур мәҗбурий әмгики арқилиқ ишләпчиқирилған пахта мәһсулатлирини импорт қилишниң алдини елишта мәсулийитини ада қилалмиди” дегән.
Икки йил бурун дуня уйғур қурултийи әнгилийә һөкүмитиниң уйғур районидин пахта импорт қилиш мәсилисини тәкшүрмигәнликини билдүрүп, әнгилийә сотиға әрз сунған болсиму, мәзкур сот өткән йили әнгилийә һөкүмитигә пайдилиқ қарар чиқарғаниди. Шуниң билән, дуня уйғур қурултийи әнгилийә сотиниң қарариға наразилиқ билдүрүп қайта әрз сунғаниди.
2024-Йил 5-айниң 16-күни дуня уйғур қурултийи, дуняви қанун һәрикити тори (GLAN), қуллуққа қарши туруш хәлқара җәмийити қатарлиқлар әнгилийә алий сотиниң 2023-йил әнгилийә һөкүмитини яқлап чиқарған қарариға наразилиқ билдүргәниди.