Д у қ вә хитай һөкүмити охшимиған шәкилләрдә доналд трампни тәбриклиди
2024.11.07
Америка пирезидентлиқ сайлимида доналд трамп ғәлибә қилғандин кейин дуняниң һәрқайси җайлиридики һөкүмәт рәһбәрлири вә тәшкилатларниң йетәкчилири охшимиған шәкилдә уни қутлуқлиди. Шу қатарда дуня уйғур қурултийи (д у қ) му 6-ноябир күни баянат елан қилип, йеңидин пирезидентлиққа сайланған доналд трамп әпәндини қизғин тәбрикләйдиғанлиқини билдүрди.
Баянатта улар байден һөкүмити иҗра қилған бир қатар тәдбирләрниң уйғур қирғинчилиқини чәкләштә ойниған ролиға юқири баһа берип: “бу тәдбирләр шәрқий түркистандики мәҗбурий әмгәк мәһсулатлириниң америка базириға киришини чәкләш вә башқа җәһәтләрдә әмәлий бир қәдәм болди” дейилиду. Шундақла улар йәнә йеңи һөкүмәтниң ташқи сияситидә уйғур қирғинчилиқиниң алдинқи орунға қоюлушиға болған үмидини ипадилиди. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавудун бу һәқтә сөз қилип: “биз йеңи нөвәтлик америка һөкүмити билән зич һәмкарлишип иш көрүшни, шуниңдәк уйғурларниң авазини давамлиқ аңлинип турушни истәймиз” деди.
Уйғур елидики қирғинчилиқниң баш җинайәтчиси, дәп қариливатқан ши җинпиңму худди шу күнниң өзидә доналд трампни тәбриклигән һәмдә икки тәрәп мунасивитиниң өзара һөрмәт асасида сағлам раваҗлинидиғанлиқиға болған үмидини ипадилигән. Хитай ташқи ишлар министирлиқи елан қилған баянатта “биз америка хәлқиниң таллишиға һөрмәт қилимиз” дейилиду. Әмма уйғур қирғинчилиқи вә хоңкоңдики демократийәни бастуруш қилмишлириға шаһит болған доналд трампниң бу қетимқи сайламда йеңип чиқиши хитай көрүшни халимайдиған мәнзирә, дәп қариливатқан болуп, икки тәрәп мунасивитиниң йеқин кәлгүсидә техиму зор риқабәткә тошидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.