Әл-җәзирә: “‛11-сентәбир вәқәси‚ хитайниң уйғурларға қарита сахта терорлуқ уруши қозғишға пурсәт туғдурған”

Мухбиримиз әркин
2021.09.09

Қатардики “әл-җәзирә” телевизийә қанилиниң торида 8-сентәбир күни елан қилинған бир мақалидә, хитайниң “11-сентәбир вәқәси” дин пайдилинип, уйғурларға қарита сахта “терорлуқ уруши” қозғиғанлиқи илгири сүрүлгән. Бу мақалини америкадики “олд доминион университети” ниң ярдәмчи профессори, “хитайда исламни шәрһийләш: һәҗ, муқәддәс китаб вә хән китабиниң тили” намлиқ әсәрниң аптори кристен петерсон язған.

Униң “‛11-сентәбир вәқәси‚ хитайниң уйғурларға қарита сахта терорлуқ уруши қозғишиқа қандақ ярдәм қилди” мавзулуқ мақалисидә ейтишичә, 2001-йилдики “11-сентәбир терорлуқ һуҗуми” дин кейин американиң хитай ейтқан “уйғур тероризими” ни қобул қилиши, ‍уйғурларниң кәң көләмлик бастурулушиға йол ачқан икән. У уйғурларниң игилик һоқуқи вә әркинлики тоғрисида қанунлиқ әндишилири болсиму, бирақ буни өзгәртишкә күчи азлиқ қилғанлиқини билдүргән.

Кристен петерсонниң ейтишичә, ‍өткән бир қанчә йилдин бери уйғурларниң тәқдири хәлқараниң диққитини қозғиған, америка “шәрқий түркистан ислам һәркити” ни “терорлуқ тәшкилатлири тизимлики” дин чиқириветип, хитайниң уйғурларға тутқан муамилисини “ирқий қирғинчилиқ” дәп тониған болсиму, бирақ бу америка һөкүмитиниң хитайниң уйғурларни бастуруш тәдбирлирини хәлқарада қобул қилишта ойниған ачқучлиқ ролини инкар қилалмайдикән. Америка һөкүмити “шәрқий түркистан ислам һәрикити” ни өткән йили “терорлуқ тәшкилатлар тизимлики” дин чиқиривәткән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.