” әл-җәзирә “қанили чәтәлләрдики уйғур җамаитиниң хитайниң назарити астида икәнликини хәвәр қилди
2019.11.14
14-Ноябир күни” әл-җәзирә “хәвәрлири явропада яшаватқан уйғур җамаитиниң хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ назарәткә елиниватқанлиқи һәққидә бир парчә хәвәр тарқатти.
Хәвәр норвегийәдә яшайдиған уйғурларни зиярәт қилиш асасида йезилған болуп, униңда бу уйғурларниң өткән 8-айдин 10-айғичә болған арилиқта давамлиқ һалда хитай әлчиханисидин алдин авазға елинған аптоматик телифонларни тапшуруп еливатқанлиқи вә буниң уйғур җамаити арисида вәһимигә сәвәб болғанлиқини баян қилған.
Хәвәрдә баян қилинишичә, норвегийәдин сирт йәнә голландийә, белгийә вә фирансийә қатарлиқ дөләтләрдә яшаватқан уйғурларму охшаш телифонларни тапшуруп алған.
Норвегийәдики хитай әлчиханиси “әл-җәзирә” гә бу һәқтә қайтурған инкасида бу телефонларниң өзлири билән алақиси йоқлуқини, буниң тор алдамчилиқиға мунасивәтлик вәқә икәнликини ейтип “бундақ телефонлар һәтта бизгиму кәлди,” дегән. Әмма “әл-җәзирә” қанили өз хәвиридә мәйли бу телефон һәқиқәтән хитай һөкүмити яки әлчиханилириға мунасивәтлик болсун-болмисун, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә яшайдиған уйғурларни йәниму илгириләп назарәт астиға еливатқанлиқи вә түрлүк васитиләр арқилиқ уларниң һәрикитини контрол астиға елишқа урунуватқанлиқини баян қилған.
Америкадики нопузлуқ тәтқиқат органлиридин “германийә маршал фонди җәмийити” ниң тәтқиқатчиси андру смал “әл-җәзирә” гә қилған сөзидә “хитай һөкүмити чәтәлләрдики уйғур җамаитигә қаратқан бесимини күчәйтиватиду. Бу һәқтә хитай әлчиханилириға биваситә четишлиқ вәқәләр бар,” дегән.









