Хитай билән явропа иттипақи хитай токлуқ аптомобиллириға баҗ қоюш мәсилиси һәққидә сөһбәт өткүзмәкчи болған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.06.24

Хитай билән явропа иттипақи икки тәрәп арисида кәскин ихтилаптики һалқилиқ сода мәсилилиридин хитай токлуқ аптомобиллириға баҗ қоюш мәсилиси бойичә сөһбәт өткүзидиған болған.

BBC Ниң хәвәр қилишичә, икки тәрәпниң бу мәсилидики ихтилапи чоңқур болсиму, әмма икки тәрәп әмәлдарлири 22-июн шәнбә күни сөзлишип, бу мәсилә һәққидә илгириләп сөзлишиш үчүн сөһбәт өткүзүшкә қошулған.

Хәвәрләрдә, бу, явропа иттипақиниң хитайниң токлуқ аптомобиллирини явропа базирида төкмә қилип сетишиға қарши хитай токлуқ аптомобиллиридин 38 пирсәнткичә баҗ елишни қарар қилишидин буян, икки тәрәпниң тунҗи қетим бу мәсилә һәққидә сөһбәтлишишкә қошулуши икәнлики қәйт қилинмақта.

Чәт әл тәтқиқат орунлири хитай токлуқ аптомобиллириниң материял ишләпчиқириш басқучиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә зич четишлиқ икәнликини агаһландуруватқан бир вақитта, 38 пирсәнтигичә баҗ қоюш һәққидики явропа иттипақиниң қарари уйғур мәҗбурий әмгики билән мунасивәтсиз болсиму, әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай токлуқ аптомобиллириниму уйғур мәҗбурий әмгикигә бағлап чәкләшни тәләп қилип кәлгәниди. явропа иттипақи хитай токлуқ аптомобиллириға баҗ қоюшта униң һөкүмәт қошумчә ярдимигә еришип, адаләтсиз сода риқабитидин пайдилинип кәлгәнликини илгири сүргән.

BBC Ниң қәйт қилишичә, явропа иттипақиниң баянатчиси явропа иттипақи сода комиссари валдис домбровискисниң хитай сода министири ваң вентав билән “сәмимий вә иҗабий” сөһбәттә болғанлиқи, икки тәрәпниң “алдимиздики һәптиләрдә һәр дәриҗилик алақини давамлаштуридиғанлиқи” ни ейтқан. Әмма явропа иттипақи баянатчиси, явропа иттипақиниң хитай токлуқ аптомобил санаитиниң мәбләғ билән тәминлиниш шәклигә қарши икәнликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.