Хитайниң америка билән болған һава келимат һәмкарлиқи “шинҗаң имбергоси” ға берип тақалған

Мухбиримиз әркин
2021.09.09

Америка президентиниң һава келимати ишлири алаһидә вәкили җон кәрийниң ‍өткән һәптә хитайға қилған зияритидә, хитай тәрәп америка билән болған һава келимати һәмкарлиқини американиң “шинҗаң имбаргоси” ға тақивалған. Җон кәрийниң “ню-йорк вақти” гезитигә билдүрүшичә, у хитай ташқий ишлар министири ваң йи билән сөзләшкәндә, “һава келиматиниң идеологийәлик, бир тәрәплимилик, гео-‍истиратегийәлик қорал, вастә яки күндилик мәсилә әмәслики, униң йәр шари характирлик, бир тәрәплимилик болмиған хрис” икәнликини ейтқан.

Бирақ ваң йи икки тәрәпниң һәмкарлиқи американиң хитайға тутқан башқа җәһәтләрдики позитсийәсигә бағлиқ икәнликини билдүргән. У американиң хитайни “тәһдит вә рәқип” дәп қарайдиған позитсийәгә хатимә беришни, келимат үзгиришини кәң гео-сиясий муһиттин “айрип қарашқа болмайдиғанлиқи” ни ейтқан. “хелл” гезитиниң көрситишичә, ваң йи хитайниң “‍икки тизимлики” билән “үч асасий шәрти” ни оттуриға қоюп, әгәр америка хитай билән келимат ишлирида һәмкарлашмақчи болса, буниңға ‍иҗабий җавап беришини тәләп қилған.

Мәлум болушичә, хитайниң “үч асасий шәрти” вә “икки тизимлики” хитайниң игилик һоқуқи вә зимин пүтүликигә һөрмәт қилиш, җүмлидин шинҗаң, тибәт, хоңкоң вә тәйвәнгә дәхлий қилмаслиқ, имбарго, таможна беҗи, қануний һөкүм чиқириш, технологийәни қамал қилиш қатарлиқ вастилар арқилиқ хитайниң тәрәққиятиға тосқунлиқ қилмаслиқ, хитай пуқралириға қаритилған виза чәклимисини бикар қилиш, хитайниң америкадики хадимлири вә органлириниң һәркитини тосмаслиқ, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четишлиқ хитай компартийә әмәлдарлириға қартилған җазани бикар қилиш қатарлиқларни өз ичигә алған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.