NBA Маһири әнәс кантәр хитайни уйғурларға қаритилған “ирқий қирғинчилиқ” ни тохтитишқа йәнә чақирған

Мухбиримиз әркин
2021.11.29

Америкадики бостон килитлиқлар васкетбол камандисиниң әзаси, NBA маһири әнәс кантәр 29-ноябир фейсбукта хитайни уйғурларға қаритилған “ирқий қирғинчилиқ” ни тохтитишқа йәнә чақириқ қилған.

Әнәс кантәр фейсбукқа йоллиған учурида: “ирқий қирғинчилиқ дәрһал тохтитилсун” дәп язған. У шәрқий түркистанниң ай-юлтузлиқ көк байриқи, хитайниң қизил байриқи вә лагерларниң симвули болған қизил тикәнлик симниң рәсими бесилған ақ, қизил, көк, қара 4 хил рәңлик оң вә сол пай васкитбол айиғиниң рәсимини қошуп йоллиған.

Бу әнәс кантәрниң хитайни “ирқий қирғинчилиқ” лирини тохтитишқа тунҗи қетим чақириши болмисиму, бирақ униң учури фесйбукта зор қоллашқа еришкән. Униң бир ‍әгәшкүчиси униң бу мәсилини изчил хәлқниң диққитигә сунуп кәлгәнлики үчүн униңға дуа қилип: “нурғун кишиләр хитай һөкүмитиниң уйғур хәлқиғә қиливатқан бу қәбиһ рәзилликлирини, шундақла уларни мәҗбурий йосунда җаза лагерлириға қамишини көрмәскә селип кәлди” дегән.

Әнәс кантәр бу учурни хәлқарада 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилиш чақириқлири техиму әвҗ алған, америка һөкүмити уни дипломатик байқут қилиши мумкинликини билдүргән болсиму, бирақ техи елан қилмиған, шндақла америка авам палатаси “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанун лайиһәси” ни тезрақ мақуллаш тоғрисида қаттиқ бесимға учраватқан бир вақитта елан қилған. Әнәс кантәрниң васкетбол айиқиға йәнә “уйғурларни қоғдайли”, “лагерлар тақалсун” дегән хәтләр йезилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.