Тәтқиқатчилар әнглийә һөкүмитиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиштин баш тартиватқанлиқини қаттиқ тәнқидлиди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.10.31

2021-Йили әнглийәдә ечилған “уйғур сот коллегийәси”гә қатнашқан мутәхәссисләр вә тәтқиқатчилар әнглийәниң “муһапизәтчи” гезитидә мәхсус мақалә елан қилип, әнглийә һөкүмитиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиштин баш тартиватқанлиқини қаттиқ тәнқид қилған.

Улар мақалисидә, 2021-йилидики “уйғур сот коллегийәси”дә гуваһлиқ бәргән нурғунлиған җасарәтлик шәхсләрниң хитайниң уйғур елидә йүргүзгән мәҗбурий туғмас қилиш, халиғанчә тутқун қилиш вә вәһшийләрчә қийнаш қатарлиқ вәһший сиясәтлири һәққидики дәлил-испатлириниң интайин муһим рол ойниғанлиқини; мәзкур сот коллегийәсиниң мана мушу дәлил-испатлар асасида хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзгән бастуруш сиясәтлирини “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” дәп җәзмләштүргәнликини; шундақла мәзкур сот коллегийәси чиқарған бу һөкүмниң дунядики демократик дөләтләрниң хитай тоғрисидики сиясәтлиригә мәлум дәриҗидә тәсир көрсәткәнликини билдүргән.

Доктор гиллиян хуг, доктор шарлот бурк, доктор җулия нелки вә җулия гранвил қатарлиқлардин тәркиб тапқан тәтқиқатчилар мәзкур бирләшмә мақалисидә әнглийә парламент әзаси сиобайин макдонагниң 2023-йили парламентта қилған сөзини нәқил кәлтүрүп, “уйғур ирқий қирғинчилиқиға даир тарихий мәсулийәттин һечким қечип қутулалмайду, чүнки бу қетим һечким ‛бизниң буниңдин хәвиримиз йоқкән‚ дейәлмәйду” дәп язған.

Әнглийә ташқи ишлар вәзири давид лами 28-өктәбир күни әнглийә парламентида доклат бәргәндә, у уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилиш вәдисигә әмәл қилидиған – қилмайдиғанлиқи һәққидики күчлүк соалға дуч кәлгән иди. Һалбуки, у бу соалға “мән шинҗаңда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиридин қаттиқ қайғуруватимән. Бирақ ирқий қирғинчилиқни һөкүмәтләр әмәс, бәлки хәлқара җинайи ишлар соти җәзмләштүрүши керәк” дәп җаваб бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.