Әнглийәниң б д т да турушлуқ вәкили хитайни “шинҗаңдики бастуруш сиясити” ни өзгәртишкә чақирди

Мухбиримиз әркин
2023.03.24

Әнглийәниң б д т турушлуқ муавин даимий вәкили рита фрәнч б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 52-қетимлиқ йиғинида баянат елан қилип, хитайни өзиниң уйғур райони вә тибәттики бастуруш сияситини өзгәртишкә чақирған. Рита фрәнчниң тәкитлишичә, хитай б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң “шинҗаң доклати” дики тәвсийәлирини чоқум иҗра қилиши вә хәлқара мәҗбурийитини ада қилиши керәк” икән.

Рита фрәнч бу чақириқни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 22-март күни өткүзүлгән 52-қетимлиқ йиғининиң омумий муназирә йиғинида оттуриға қойған. Бу йиғинда хитай вәкили мувәппәқ болалмиған болсиму, әмма аммивий тәшкилатларға вакалитән сөз қилип, б д т ға әза дөләтләрни хитайниң уйғур районидики “ирқий қирғинчилиқи” вә “инсанийәткә қарши җинайити” ни тохтитишқа чақирған дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйсаға кашила қилишқа урунғаниди.

Әнглийә ташқи ишлар министирлиқиниң торидики учуридин мәлум болушичә, рита фрәнч баянатида русийәниң украинадики зораванлиқ һәрикәтлирини, мисирниң ахбарат әркинлик хатирисини тәнқидләш билән бир вақитта, “хитайниң универсал кишилик һоқуққа пәрва қилмаслиқи чоңқур әндишә қозғайду, биз уларни тибәт вә шинҗаңдики бастуруш сияситини өзгәртишкә чақиримиз” дегән.

Рита фрәнч йәнә ; “болупму хитай чоқум б д т кишилик һоқуқ ‍али комиссари ишханисиниң өткән йили елан қилған шинҗаң доклатидики тәвсийәләрни иҗра қилиши, хәлқара мәҗбурийитини ада қилиши керәк” дәп көрсәткән. Рита фрәнчниң баянати әнглийә парламенти һөкүмәтниң хитайға қарита техиму қаттиқ сиясәт тутушини, болупму уйғурлар мәсилисидә конкрет тәдбир елишини тәләп қиливатқан бир вақитта елан қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.