Әнглийә әмгәк партийәси уйғур ирқий қирғинчилиқини хәлқара сот арқилиқ етирап қилдурушниң йолини издәйдикән
2023.03.30
Әнглийәдики икки асаслиқ партийәниң бири болған әмгәк партийәси өзлири һакимийәт бешиға кәлгән тәқдирдә, уйғурлар көрүватқан зулумни хәлқара сот арқилиқ “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлашниң қануний йоллирини издәйдиғанлиқини билдүргән.
Әмгәк партийәси өктичи кабинетиниң ташқи ишларға мәсул министири давид ламми (David Lammy) “политико” гезитигә қилған сөзидә мундақ дегән: “әгәр әмгәк партийәси кейинки әнглийә һөкүмитини тәшкил қилған тәқдирдә, биз шериклиримиз билән көп тәрәплимилик һәрикәт қилип, хәлқара сотта хитайниң һәрикитиниң ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилиниши үчүн һәрикәт қилимиз”.
2021-Йили әмгәк партийәсиниң зор күч чиқириши билән әнглийә парламенти хитайниң уйғурларға қиливатқан зулумини “ирқий қирғинчилиқ” дәп җакарлиғаниди. Әмма һөкүмәттә бу етирап қилинмиған.
Давид ламми “политико” гезитиниң (POLITICO) соалиға җаваб бәргәндә: “әмгәк партийәсиниң мәйданида өзгириш болмиғанлиқини, өзлири һөкүмәт қурған тәқдирдә бу мәсилини ‛ирқий қирғинчилиқ‚ тонуйдиғанлиқи” ни тәкитлигән. У йәнә мундақ дегән:
“биз шериклиримиз билән көп тәрәплимилик һәрикәт қилимиз. Парламент илгири ирқий қирғинчилиқ тоғрисида қарар чиқирип болған. Хәлқара җәмийәт ирқий қирғинчилиққа интайин көңүл бөлиду”.
“политико” гезити өз хәвиридә йәнә, дуня уйғур қурултийиниң әнглийәдики ишханиси мудири рәһимә мәһмуд ханимни зиярәт қилған, рәһимә ханим давид ламминиң сөзлириниң кишини илһамландуридиғанлиқини билдүргән һәмдә әнглийә һөкүмитидики консерватип әзалар гәрчә уйғур мәсилисигә көңүл бөлсиму әмма һөкүмәтниң һазирғичә әмәлий иш қилмиғанлиқини һәтта бу зулумға мунасип исимму қоймиғанлиқини әскәрткән.
Мәлум болушичә, давид ламми йәнә, уйғур мәсилисини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәткә мунасивәтлик комитетлири арқилиқ көтүрүп чиқишниңму йолини қилидиған болуп, бу униң ташқи ишлар министири болғандин кейинки муһим күн тәртипиниң бири болидикән.