Әнгилийә авам палатаси уйғур “ирқий қирғинчилиқ” хитапнамисини авазға қойиду

2021.04.14

Әнгилийә парламентиниң авам палатаси 22-април хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қиливатқанлиқини етирап қилиш тоғрисидики бир хитапнамини авазға қойидикән. Әнгилийә “муһапизәтчи” гезитиниң хәвәр қилишичә, бу хитапнамини сунғучилар авам палатасидики һәр қайсий партийәләрдин болған 3 дән 2 қисим әзаниң қоллишиға еришишиши үмид қилмақта икән. Әгәр бу хитапнамә мақулланса, әнгилийә хитайниң уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қиливатқанлиқини етирап қилған 4-дөләт болуп қалидикән.

“муһапизәтчи” гезитиниң билдүрүшичә, хитапнамидә “авам палатаси шинҗаң районидики уйғурлар вә башқа етник, диний аз санлиқларниң инсанийәткә қарши җинайәт вә ирқий қирғинчилиққа дучар болуватқанлиқиға ишиниду,” дейилгән, шуниңдәк әнгилийә һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқниң алдини елиш әһдинамисидики мәҗбурийитини ада қилиши вә башқа хәлқара қануний вастиларни қоллинип, ирқий қирғинчилиққа хатимә бериши тәләп қилинған.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитапнаминиң һөкүмәтни мәҗбурлаш күчи болмисиму, бирақ көп сандики парламент әзалириниң хитайни уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилди, дәп әйиблишиниң дипломатик вә әхлақий тәсир күчи зор болидикән. Хәвәрдә әнгилийә авам палатасиниң “ирқий қирғинчилиқ” тоғрисида колликтип қарар чиқириши аз учрайдиған әһвал болсиму, бирақ буниң өрнәклириң барлиқини, авам палатасиниң 2016-йили нөлгә қарши 278 аваз билән “ислам дөлити” ниң йәзидиләргә “ирқий қирғинчилиқ” қилғанлиқини елан қилғанлиқи тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.