Әркин асия радийоси бихәтәрлик сәвәбидин хоңкоңдики ишханисини тақайдиған болди
2024.03.29
Әркин асия радийоси 29-март күни хоңкоң һөкүмитиниң “негизлик қануни” ниң 23-маддисини мақуллиши сәвәбидин өзиниң 28 йилдин бери хизмәт қилип келиватқан хоңкоңда турушлуқ ишханисини тақайдиғанлиқини елан қилди. Әркин асия радийоси пирезидентиниң бу һәқтики баянатида қәйт қилишичә, 23-маддиниң мақуллиниши мәзкур радийониң хоңкоңда турушлуқ мухбирлири вә ишхана хадимлириниң бихәтәрликигә болған әндишиләрни күчәйткән. Лекин баянатта радийониң пирезиденти бәй фаң, хоңкоңда турушлуқ ишхана тақалсиму, әмма униң һөкүмәткә тизимлитишни давамлаштуридиғанлиқи вә пүтүн күнлүк хизмәтчиси болмайдиғанлиқини ейтқан. Хоңкоң илгири асиядики ахбарат вә сөз әркинликиниң қорғини, дәп қарилип кәлгән, бу алаһидилик хоңкоңниң хәлқара пул -муамилә вә ахбарат мәркизи болушиға түрткә болғаниди.
Лекин хоңкоңниң өткән һәптә хоңкоң “негизлик қануни” ниң 23-маддиси асасида “дөләт бихәтәрликини қоғдаш низами” ни мақуллиши, хоңкоң ахбарат муһитидики әнсизликни күчәйткән. Бу низам хоңкоңда йеңи җинайәт түрлирини турғузуп, һөкүмәтниң хилаплиқ қилғучиларни җазалиши, өктичиләрни бастурушиға йеңи һоқуқларни бәргән.
Хоңкоң дөләт бихәтәрлик низамида “ташқи тәһдит” вә “дөләт бихәтәрлики” уқумиға хитайға охшаш кәң һәм мүҗмәл ениқлима берилгән, дәп қаралмақта. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қәйт қилишичә, хитайниң 2015-йили уйғур диярида мақуллиған “радикаллиқни түгитиш низами” диму диний радикаллиққа кәң һәм мүҗмәл ениқлима берилип, бу, 2017-йили башланған чоң тутқунда йүз миңлиған уйғурниң тутқун қилинишиға йол ачқаникән.









