“намратлиқтин қутқузуш” намида уйғурларниң әрзан әмгәк күчигә айландурулуши диққәт қозғиди
2019.01.15
Уйғурлар дияридики сиясий бастуруш хәлқара җамаәт арисида зор ғулғула пәйда қилғандин кейин хитай һөкүмити “кәспий тәрбийәләш мәктипи” ачқанлиқи һәққидики тәшвиқатларға яндаштуруп “уйғурларни намратлиқтин қутқузуш” та қандақ нәтиҗиләрни қолға кәлтүргәнликини тәшвиқ қилишқа башлиди.
“шинҗаң гезити” ниң 14-январдики хәвиридә мәкит наһийәсидин 800 әтрапида уйғур яшниң ичкиридики завутларға берип завутларда ишләмчилик қилиш арқилиқ “бай болушқа атланғанлиқи” алаһидә хәвәр қилинған.
Хәвәрдә мәкиттин өткән йили 2900 дин артуқ яш ичкиригә әвәтилгәнлики шуниңдәк “ошуқчә әмгәк күчлирини ичкиригә йөткәш” намида уйғур яшлирини ичкиригә апирип завутларға ишчилиққа орунлаштурушниң бир қисим уйғур яшлирини “бай” қилғанлиқи йәнә бир қетим әслитилгән. Әмма көзәткүчиләр изчил буни рәт қилип “хитайдики хитай пуқралири яратмайватқан төвән маашлиқ хизмәтни уйғурларға бериш билән уйғурлар бай болалмайду. Буниңда ‛җинниң қәсти шаптулда‚ дегәндәк ишлар болуватиду” дегән иди.
Хитай һөкүмитиниң нәшр әпкари болған “йәршари вақит гезити” 15-январда мәхсус мақалә елан қилип “2018-йили шинҗаңдики намратлиқниң йерими түгитилди” дәп хуласә чиқарған. Шуниңдәк өткән бир йилда 500 миңдин артуқ кишиниң намратлиқтин қутулғанлиқини, буниң билән “қош тиллиқ маарипқа” техиму бәкрәк зеһин қоюшқа мумкин болуватқанлиқини тәкитлигән. Әмма уйғурлар дияриниң һәрқайси җайлиридики барлиқ мәктәпләрдә уйғур тилиниң мәни қилинғанлиқи һәққидә еғиз ачмиған. Уйғурлар дияридин қезиливатқан, һәр йили хитай иқтисадини нәччә йүз милярд америка доллири қиммитидә байлиқ билән тәминләватқан йәр асти вә йәр үсти байлиқлириниң ишлитилиши һәққидә техиму сөз қилинмиған.
Йеқинда “зимистан” журнили мәхсус хәвәр елан қилип, хитай һөкүмити изчил тәкитләватқан “кәспий тәрбийәләш мәктипи” дики уйғурларниң “һүнәр өгинип әмгәк қилиши” ниң ич сирини паш қилған. Униңда ейтилишичә, өз ирадисигә хилап һалда “мәктәп” дәп атиливатқан лагерларға қамалған уйғурлар мәҗбурий шәкилдә һәқсиз әмгәкләргә селинмақта икән. Улар бу җайдики лагерларға яндаш селинған завутларда “өзгәртиш” ниң бир қисми сүпитидә завут ишчилири орнида һәқсиз әмгәк қилмақта икән.









