Хотән шәһиридә “ешинча әмгәк күчлири” ни йөткәп тәрбийәләш башланмақчи
2019.01.16
Хәлқараниң бесими астида хитай һөкүмити лагерларни һәрқайси җайлардики кишиләргә һөнәр-техника өгитидиған “кәспий тәрбийәләш мәктипи” дәп ақлап кәлмәктә иди. Нөвәттә хотән шәһәрлик һөкүмәтниң “ешинча әмгәк күчи” дәп атиливатқан бир түркүм уйғур яшлирини бу йил қиш пәслидин башлап “ишқа орунлишиш” намида “кәспий тәрбийәләш” кә орунлаштурғанлиқи мәлум болди.
“хотән шәһәрлик һөкүмәт тори” ниң 7-январдики хәвиридә ейтилишичә, шәһәрлик һөкүмәт уйғур яшлирини “кәспий тәрбийәләш” кә әвәтишни “намратлиқни йоқитип, яшларниң игилик тиклишигә ярдәм бериш” дәп тәшвиқ қилмақта икән. Шуниңдәк бу “тәрбийәләш” ниң пүтүнләй һәқсиз икәнлики, бу йәрдә “ешинча әмгәк күчлири” ниң һөнәр-техника өгинип оқуш пүттүргәндин кейин оңайла бәхтлик турмушқа еришидиғанлиқини тәкитләп кәлмәктә икән.
Хотән шәһәрлик “кәспий тәрбийәләш мәктипи” ниң мудири бу һәқтә сөз қилип “һазир 420 оқуғучи өзини тизимлатти. Улар оқуш пүттүргәндин кейин аиливи бәхтини оңайла тапалайду” дегән.
Һалбуки бу хил “тәрбийәләш” ниң һәқиқий маһийити һәққидә көплигән учурлар оттуриға чиқиватқан болуп, хәлқарада лагерларни тақаш һәққидә чуқанлар бесилмайватқанда йеңидин йүзлигән уйғурниң “ешинча әмгәк күчи” намида “тәрбийәләш” кә әвәтилиши анализчиларниң гуманини қозғимақта.









