Фәйсбук хитайниң “шинҗаңдики бәхтлик мусулманлар” ға аит еланлиридин әнсирәп қалған
2021.04.05
Фәйсибук хитайда чәкләнгән болсиму, бирақ хитайниң мәзкур иҗтимаий алақә суписида өзиниң уйғур елидики мусулманларниң “бәхтлик яшаватқанлиқи” ға аит тәшвиқат вә елан-сәнәтлирини кәң көләмлик тарқитиши фәйсибук хадимлирини әнсиритип қойған. “вал стерет журнили гезити” ниң хәвәр қилишичә, бу әндишә фәйсибук хадимлириниң ички қисмида йезишқан бу һәқтики хәт-чәк вә музакирилиридә ипадисини тапқан болуп, улар хитайниң фәйсибукни өзиниң сиясий тәшвиқатиға ишлитиватқанлиқи, хитай тәшкилатлириниң намида елан қилинған бу тәшвиқатларда шинҗаңдики уйғур мусулманлириниң гәвдиләндүрүливатқанлиқи билдүрүлгән.
Хәвәрдә, америка вә бәзи явропа һөкүмәтлириниң хитайни уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилди, дегәнлики, бу сиясий меңә ююш, кәң көләмлик тутқун вә мәҗбурий туғмас қилиш қатарлиқларни өз ичигә алиду, дәп көрситиватқанлиқи билдүрүлгән. Хәвәрдә ейтилишичә, вәқәдин хәвәрдар кишиләр фәйсбукниң буниңға тәдбир қоллиниш-қолланмаслиқни техи қарар қилмиғанлиқи, б д т ға охшаш хәлқара органларниң шинҗаң вәзийитигә қандақ инкас қайтурушиға қараватқанлиқини ейтқан.
Хәвәрдә йәнә б д т ниң өткән һәптә шинҗаңға четишлиқ ширкәтләрни “инсан һәқлиридә һошяр болушқа” чақирғанлиқи, бирақ бир фәйсибук баянатчисиниң “бейҗиңниң шинҗаңға алақидар елан сәнәтлириниң һазирқи мәвҗут қаидә-түзүмгә хилап әмәс” дегәнлики, “елан-сәнәт бәргүчи фәйсибукниң қаидисигә әмәл қилсила болидиғанлиқи” ни билдүргәнлики тәкитләнгән. Хәвәрдә ейтилишичә, бу баянатчи йәнә фәйсибукниң “бу мәсилидики һәрикити вә һошяр болушиға ярдәм бериши үчүн” шинҗаң вәзийитигә даир доклатларға диққәт қиливатқанлиқини билдүргән.









