Фирансийә президентиниң уйғурлар һәққидә сүкүт қилиши тәнқидләнди

Мухбиримиз әзиз
2019.11.12

Өткән һәптә фирансийә президенти емманул макрон хитайдики хизмәт зияритигә меңиш алдида бир қисим тәшкилатлар униң нөвәттә пүтүн дуня көз тикиватқан уйғурлар мәсилисини хитай рәиси ши җинпиң билән болидиған сөһбәттә оттуриға қоюшини үмид қилғаниди. Әмма ишлар кишиләр үмид қилғандәк болмиди.

Пүткүл сөһбәт җәрянида емманул макрон уйғурлар мәсилиси түгүл, йеқинда “сахароф мукапати” ға еришкән түрмидики уйғур зиялийси илһам тохти тоғрилиқму бир еғиз сөз қилмиған. “кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” 11-ноябир елан қилған бу һәқтики обзорда ейтилишичә, макрон бейҗиңға келиштин бурунла хитай тәрәп униңға болғуси сөһбәт җәрянида хитайниң “ички ишлириға арилашқанлиқ” болуп қелиш еһтималлиқи болған гәп-сөзләрни қилиштин сақлинишни уқтурған.

“кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” бу һални қаттиқ тәнқидләп, фирансийә һөкүмитиниң бу хил “юмшақ дипломатийә” арқилиқ хитай билән достанә мунасивәт орнитишиниң милйонлиған уйғур лагерларға қамалған вә зиянкәшликкә учраватқан бир вәзийәттә оттуриға чиққанлиқини алаһидә әскәртти. Шундақла “макронниң бу мәсилидә сүкүт қилиши ши җинпиңниң хорикини техиму өстүрүп, техиму көп зулумға йол ачиду” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.