Фирансийә парламенти келәр ай уйғур “ирқий қирғинчилиқи” қарар лайиһәсини авазға қойиду
Фирансийә парламенти хитайниң уйғурларға қарита “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” садир қилғанлиқини етирап қилиш тоғрисидики қарар лайиһәсини келәр айниң 20-күни авазға қоюшни қарар қилған. Бу қарар лайиһәсиниң келәр йили 4-феврал күни башлинидиған, кишиләр “ирқий қирғинчилиқ олимпики” дәп әйибләватқан бейҗиң қишлиқ олимпики һарписида авазға қоюлуши диққәт қозғиған.
Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, фирансийә парламентиниң бир хадими 8-декабир мәзкур қарар лайиһәсиниң парламент күнтәртипигә киргүзүлгәнлики, униң келәр йили 20-январда авазға қоюлидиғанлиқини ейтқан. Бу қарар лайиһәсини фирансийә сотсиялистлар партийәсиниң 1-секретари оливер фауре сунған болуп, униңда фирансийә миллий мәҗлисиниң “хитай хәлқ җумһурийити даирлириниң уйғурларға йүргүзгән зораванлиқ қилмиши инсанийәткә зиянкәшлик қилиш вә ирқий қирғинчилиқ икәнликини етирап қилидиғанлиқи вә әйибләйдиғанлиқи” тәкитләнгән.
Көзәткүчиләрниң ейтишичә, фирансийә парламентиниң қарари бейҗиң қишлиқ олимпики америка, канада, әнглийә, австралийә қатарлиқ дөләтләрниң дипломатик байқут қилишиға учриған охшаш бир вақитта хитайға нисбәтән йәнә бир қетимлиқ қаттиқ зәрбә болуп, “ирқий қирғинчилиқ” ниң җавабкарлиқини сүрүштүрүш чәмбириниң аста болсиму тарийиватқанлиқини көрситидикән.