ESG Фондлириниң уйғур мәҗбурий әмгәк лагерлирини бир милярд 400 милйон доллар мәбләғ билән тәминлигәнлики ашкариланған
2024.12.30
Хәлқаралиқ сәрмайә башқурғучилар тәрипидин башқурулидиған муһит, иҗтимаий вә башқуруш фондлириниң уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә четишлиқ 14 токлуқ аптомобил вә күнтахта ширкитини аз дегәндә бир милярд 400 милйон доллар мәбләғ билән тәминлигәнлики илгири сүрүлмәктә.
“малийә вақти” гезитиниң билдүрүшичә, Ignites Asia ниң бир малийә ахбарат орни хәлқаралиқ сәрмайә фондлириниң хитайдики уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ “ниңде заман йеңи енергийә материяллири һәссидарлиқ чәклик ширкити” гә охшаш хитай карханилириға селиватқан мәблиғини тәкшүргән. Мутәхәссисләр “малийә вақти” гезитигә инкас билдүрүп, бу тәкшүрүш доклати чәт әл ширкәтлириниң бу райондики тәкшүрүш мумкинчилики болмиған карханиларға мәбләғ селишниң хәвплик икәнликини көрситип бәргән.
“малийә вақти” ниң билдүрүшичә, хәлқаралиқ сәрмайә фондлириниң бир милярд 400 милйон долларлиқ мәблиғиниң җәмий бир милярд йүз милйон доллири хитайниң дунядики әң чоң токлуқ аптомобил батарейәси ишләпчиқириш ширкити болған “неңде заман йеңи материяллири һәссидарлиқ чәклик ширкити” гә селинған икән. Һалбуки, “неңде заман йеңи материяллири һәссидарлиқ чәклик ширкити” уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ, дәп қарилип, ғәрб сиясийонлириниң, болупму америка дөләт мәҗлиси әзалириниң диққитини қозғап кәлгән. Америка авам палатасиниң “хитай истратегийәлик алаһидә риқабәт комитети” бу йил 6-айда, бу ширкәтниң хитайниң уйғур елидә йолға қойған дөләт һамийлиқидики мәҗбурий әмгәк пирограммиси вә кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән четишлиқ икәнликигә даир йеңи дәлилләргә еришкәнликини билдүргән.
Буниң алдида, әнглийәдики шефелд һаллам университетиниң һелена кенедий хәлқара адаләт мәркизи елан қилған доклаттиму, бу ширкәтниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болуш мумкинчиликидин әндишә қилидиғанлиқи билдүрүлгән иди. “малийә вақти” ниң қәйт қилишичә, хәлқаралиқ сәрмайә фондлири “ниңде” ширкитидин сирт, хитайдики Black Rock ,Nordea вә “тоқсан бир” намлиқ ширкәтләргиму мәбләғ салған икән.