Фирансийә хитай билән яврупа иттипақи арисидики мәбләғ селиш келишимигә уйғурларни дәп қарши турудиғанлиқини җакарлиған
2020.12.23
Фирансийә хитайниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқини нәзәрдә тутуп, яврупа иттипақи билән хитай арисидики йеңи мәбләғ селиш келишимигә қарши туридиғанлиқини җакарлиған.
Фирансийәниң ташқи сода вә мәбләғ министирлиқиниң вәкили франк ристер “ле монде” гезитиниң зияритини қобул қилғанда мундақ дегән:
“франсийә явропа иттипақи билән хитайниң йеңи мәбләғ селиш келишимигә хитайниң уйғур мәҗбурий әмгикини қоллиниши сәвәблик қарши туриду. Бу нөвәтлик келишим хитай билән болған мәбләғни қайта тәңпуңлаштурушта муһим бир қәдәм бирақ бейҗиң хәлқара шәртнамиләрдики вәдилирини толуқ орундимиди”.
У бу һәқтә тохталғанда хитайниң яврупаниң әксичә явропалиқ мәбләғ салғучиларға қаратқан чәклимилиридин ваз кәчмигәнликини, бирақ яврупаниң хитайға ишикини кәң ечивәткәнликини, шәртләрниң чоқум һәр икки тәрәпкә охшаш болуши керәкликини тәкитлигән. Болупму у хитайниң хәлқара әмгәк тәшкилати (ILO) ниң мәҗбурий әмгәкни чәкләш әһдинамисини техи тәстиқлимиғанлиқини вә буниң фирансийә үчүн интайин муһимлиқини тәкитләп: “әгәр биз мәҗбурий әмгәкни бикар қилишқа әмәл қилалмисақ, хитайға мәбләғ селишни илгири сүрәлмәймиз” дегән вә белгийә, лиюксембург, голландийә вә германийә қатарлиқ явропадики башқа дөләтләрниңму париж билән охшаш қарашта икәнликини әскәрткән.
У йәнә әскәртип “сода келишими охшаш вақитта йәнә иҗтимаий мәсилиләрни илгири сүрүш, мәҗбурий әмгәккә болупму уйғурларниң мәҗбурий әмгәккә селинишиға қарши көрәш қилиш ролини ойнайду” дегән.
Яврупа иттипақи хитай билән кәң көләмлик мәбләғ селиш түрлирини өз ичигә алған бир келишим түзүш алдида туруватқан болуп, бу келишим фирансийәдики уйғур иниститутиниң башлиқи дилнур рәйһан ханимниң тәшәббуси билән қозғалған тор һәрикити арқилиқ қаттиқ тәнқид қилинғаниди. Улар “явропа иттипақи әгәр бу келишимни имзалиса, хитайниң уйғур хәлқигә қарши елип бериливатқан ирқий қирғинчилиқи, җаза лагерлири вә мәҗбурий әмгәк лагерлириниң көлимигә көз юмғанлиқ болиду вә буниң ақивити тәсәввур қилғусиз еғир болиду” дәп агаһландурған.
Мәлум болушичә һазир уйғур мәҗбурий әмгики мәсилиси ғәрб дөләтлириниң хитай билән нормал сода алақилирини давамлаштуруши үчүн зор риқабәт пәйда қилмақтикән. Әнглийәниң “муһапизәтчи” гезитиму 23-декабирдики хәвиридә әнгилийә сода министирлиқи билән ташқи ишлар министирлиқиниң хитайға қаритилидиған сиясәтләр вә уйғурлар мәсилисидә пикир бөлүнүшидә болуватқанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә мундақ дийилгән: “пәрдә арқисида әнглийәниң хитайға қаритидиған сиясәтлири һәққидики пикир зиддийәтлири башлинип кәтти. Сода министири лиз трусниң қоллишидики әнгилийә сотиға хитайниң шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ йүз бериватқан-йүз бәрмәймәйватқанлиқини бәлгиләш һоқуқи бериш тәклипи ташқи ишлар ишханисиниң қаршилиқиға учримақта”.
Хәвәрдин мәлум болушичә, әнглийә парламент әзалири йеңи йил кирә – кирмәйла барлиқ партийәләргә вәкиллик қилидиған бир йеңи қанун лайиһәсигә биләт ташлайдиған болуп, бу қанун лайиһәси әгәр мақулланса әнгилийәдики сот мәһкимисигә хитайниң ирқий қирғинчилиқ қилип – қилмайватқанлиқини бәлгиләш йоли ечилидикән. Шуңа бу хитай билән йеңи бир сода келишими түзүшкә һазирлиниватқан әнгилийә үчүн интайин муһим қарар икән. Бирақ, әнглийәниң дипломатийә, ортақ гәвдә вә тәрәққият ишханиси әнгилийә сот мәһкимилиригә уйғур елидә ирқий қирғинчилиқ йүз бәргән-йүз бәрмигәнликини ениқлаш һоқуқи беришкә қарши туридикән, улар бундақ қилишни әнгилийә иқтисадиға зиянлиқ дәп қарайдикән. Шуңа улар бу ирқий қирғинчилиқни бәлгиләш һоқуқини һөкүмәтләргә әмәс, бәлки имтиязлиқ хәлқара сот мәһкимилиригә тәвә дәп қарайдикән.