Франсийә әмәлдарлири: “президент макрон хоңкоң вә уйғур мәсилилирини тилға елиштин чекинмәйду”
2019.11.04
Франсийә әмәлдарлири нөвәттә хитайда зиярәрттә боливатқан франсийә президенти емануел макронниң зияритидә хоңкоң вә уйғур мәсилисини өз ичигә алған кишилик һоқуқ мәсилилирини тилға елиштин чекинмәйдиғанлиқини билдүргән. Чәтәл таратқулириниң хәвәр қилишичә, франсийә президент сарийи макронниң зиярити һәққидә бәргән баянатида, униң “һечқандақ бир чәклимигә учримиғанлиқи”, “өз ара һөрмәт вә сәмимийәт асасида” хоңкоң вә шинҗаң вәзийити, шундақла тор һуҗуми қатарлиқ мәсилиләрни өз ичигә алған назук кишилик һоқуқ мәсилилирини оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән.
Президент макрон ноябир күни шаңхәйгә йетип кәлгән болуп, у бу йәрдә 2-нөвәтлик хитай хәлқара импорт көргәзмисиниң ечилиш мурасимиға қатнашқан. Макронниң 5-ноябир күни бейҗиңға йетип баридиғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Бу, униң франсийә президентилиқ тәхтигә олтурғандин бери хитайни 2-қетим зиярәт қилишидур. Лекин, униң бу қетимлиқ зиярити хитай һөкүмити 2 милйондәк уйғурни йиғивелиш лагерлириға қамап, уйғурларниң мәдәнийити, диний етиқадиға бузғунчилиқ қилиш, уларниң инсан һәқлирини еғир дәпсәндә қилиш билән әйиблинип, франсийәни өз ичигә алған ғәрб дөләтлириниң хитайға җиддий тәдбир қоллиниши тәләп қилиниватқан бир вақитта хитайни зиярәт қилған.
Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң франсийә шөбиси 1-ноябир күни униңға очуқ хәт елан қилип, униң зиярәттә хитайдин уйғур районидики лагерларни тақашни тәләп қилишни оттуриға қойған. Очуқ хәттә: “макронни ши җинпиңға очуқ-ашкарә бесим ишлитип, шинҗаңдики сияси тәрбийәләш лагерлирини тақашни, халиғанчә тутқун қилинған барлиқ кишиләрни дәрһал қоюп беришни, хоңкоң хәлқиниң сияси һоқуқиға һөрмәт қилишини тәләп қилишқа чақиримиз” дейилгәнуди. Лекин, чәтәл таратқулириниң илгири сүрүшичә, макронниң бу қетимлиқ зияритиниң асаслиқ күнтәртипи франсийә вә явропаниң иқтисади вә сода мәнпәәтини, шундақла мәдәнийәт муһитини қоғдаш” икән.