Алим сейитоф: президент барак обама 20 дөләт башлиқлири йиғинида уйғур мәсилисини оттуриға қоюши керәк

Мухбиримиз меһрибан
2016.08.30

29-Авғуст күни америкидики уйғур кишилик программиси баянат елан қилип, америка президенти барак обамадин, келәр һәптә хитайда ечилидиған 20 дөләт башлиқлири йиғини мәзгилидә, уйғур мәсилисини оттуриға қоюшни тәләп қилди.

Баянатта уйғур кишилик һоқуқ программиси башлиқи алим сейитофниң сөзи нәқил елинип,“президент обама, 20 дөләт башлиқлири йиғини мәзгилидә хитай рәиси ши җинпиң билән учрашқанда чоқум шәрқий түркистанда барғанчә яманлишиватқан кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюши керәк” дейилгән.

Алим сейитоф баянатта йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларни террор баһанисидә бастурушни күчәйтиватқанлиқини тәкитләп, “хитай һөкүмити шәрқий түркистанда террорлуққа зәрбә беришни баһанә қилип, хитай армийисиниң чоң типтики маневирлирини өткүзүватиду, маневирларда һәтта учқучисиз айропиланларни өз ичигә алған еғир қоралларму ишлитилди. Бу һәқтә америка дөләт министирлиқиму мәхсус баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң террорлуққа зәрбә бериш намида уйғурларни бастуруватқанлиқини тәнқидлигән иди” дегән.

Уйғур паалийәтчилири вә вәзийәт анализчилириниң қаришичә, даириләр уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқи сәвәбидин йүз бәргән һәрқандақ қаршилиқини “террорлуққа зәрбә бериш” намида қораллиқ сақчилар вә һәрбийләр арқилиқ бастурушни көпәйткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.