G-7 Дөләтлириниң баянатида уйғур қатарлиқ хитайни нарази қилидиған мәсилиләр тилға елинған

“блумберг” хәвәрлириниң билдүрүшичә, әнгилийәдә ечилған G-7 йиғинида хитай асаслиқ наразилиқ обйекти болған.

“блумберг” хәвәрлириниң билдүрүшичә, әнгилийәдә ечилған G-7 йиғинида хитай асаслиқ наразилиқ обйекти болған. Йиғинға қатнашқан 7 дөләт ташқий ишлар министирлири хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, тәйвән мәсилиси, хитайниң тор җасуслиқи қатарлиқ бир қатар темилар үстидә ноқтилиқ музакириләрни қилған.

“билумберг” гезити икки күнлүк музакириләрдин кейин елан қилинған баянатни көргән болуп, баянатта хитай қаттиқ нарази болидиған нурғун мәзмунлар йәр алған икән. Униңда мунулар дейилгән: “биз шинҗаң вә тибәттики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә зораванлиқидин давамлиқ әндишә қиливатимиз. Болупму уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләт әзалириға қаритилған тәқибләш вә кәң көләмлик сиясий қайта тәрбийәләш лагерлириниң мәвҗутлуқидин, мәҗбурий әмгәк системиси вә мәҗбурий туғмас қилиш һәққидики хәвәрләрдин қаттиқ әндишә қиливатимиз.”

Исмини ашкарилашни халимиған бир нәпәр америка ташқий ишлар министирлиқи әмәлдариниң “блумберг” гезитигә ейтип беришичә, G-7 йиғинида рәһбәрләр хитайниң “бир бәлвағ бир йол” қурулуши арқилиқ иқтисадий козез шәкилләндүрмәкчи болуватқанлиқи вә иқтисадий тәһдит арқилиқ үстүнлүкни қолға кәлтүрүшкә урунуватқанлиқи һәққидә 90 минут әтрапида сөзләшкән икән.

Улар баянатида: “өз мәйличә вә мәҗбурлаш характерлик иқтисадий сиясәт вә әмәлийәт алдида бу дөләтләр дуня иқтисадиниң бәрдашлиқ бериш иқтидарини ашуруш үчүн өз-ара һәмкарлишишни қарар қилди” дегән. Униңда йәнә “биз хитайниң йәр шари иқтисадий ролиға мас келидиған мәҗбурийәт вә мәсулийәтни үстигә елишини вә орундишини тәләп қилимиз. Биз хитайни илғар техника иқтидариға игә асаслиқ күч вә иқтисад болуш сүпити билән, қаидә-қанун асасидики хәлқара системиға иҗабий йосунда қатнишишқа илһамландуримиз” дәп тәкитлигән.

Хәвәрдә баян қилинишичә, бу йиғинда америка ташқий ишлар министири антоний биллинкен хитайниң иқтисадий зораванлиқиға қарши туруш үчүн асас селишқа башлиған болуп, G-7 гә қатнашқан явропа иттипақидики үч дөләт германийә, франсийә вә италийә бу җәһәттә байден һөкүмитигә йеқинлишишқа башлиған икән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org