Хитайниң уйғурларға аит ген тәтқиқат мақалилирини елан қилған жорналниң тәһрират һәйити истипа беришкә мәҗбур болди
2021.08.05
Йеқинда америкадики бир илмий журналниң тәһрират һәйитиниң сәккиз нәпәр әзаси жорналда елан қилинған мақалә сәвәбидин кәлгән тәнқидләр нәтиҗсидә хизмитидин истипа бәргән. Көзәткүчиләр бу мақалиләрниң хитайниң уйғурлар вә тибәтләрниң ген учурлирини йиғиш вә уларға бу арқилиқ зиянкәшлик қилиш қилмишлириға четишлиқ болуши мумкин, дәп мөлчәрлимәктикән.
“The Intercept” намлиқ жорналниң хәвәр қилишичә, “молекула ирсийәт вә ген медитсина” журнили әхлақ җәһәттики тәтқиқат талаш-тартишлириға йолуққан вә бу сәвәблик тәһрират һәйити истипа бәргән тунҗи жорнал икән.
Мәлум болушичә, бу йилниң бешида белгийә левен унверсититиниң биологийәлик учур мутәхәссиси йивес морав мәзкур жорналда уйғурлар, тибәтләр вә моңғулларниң ерсийәт пәрқи вә иҗазәт елинмай туруп елан қилинған болуш еһтимали интайин юқири болған ген учурлириға мунасивәтлик илмий әхлаққа тоғра кәлмәйдиған 18 парчә мақалини байқиған. Болупму хитайда бир милйондин ошуқ уйғур лагерға тутулған вә хитай һөкүмити уйғурларниң ген учурлирини кәң көләмдә йиғқанлиқи кәң ашкариланған бир мәзгилдә бу мақалиләр униң күчлүк диққитини қозғиған.
Дәрвәқә бир мақалида һәтта уйғурларниң алаһидиликлири юрт-юрт бойичә айрип чиқилған болуп, у қәшқәр уйғурлири, ақсу уйғурлири дегәндәк түрләргә айрилғаникән.
Әһвални байқиғандин кейин морав әпәнди мәхсус билим әхлақи мәсилисидә һәрикәт қиливатқан бир паалийәтчи болуш сүпити билән тунҗи қетим 3-айда жорнални агаһландурған.
Мәлум болушичә, бу жорнал 2019-йилидин тартип хитай тәтқиқатчиларниң бу саһәдики мақалилирини елан қилишқа башлиған болуп, бу мақалиләрниң бәзилириниң апторлири һәтта хитай сақчи органлириға қарашлиқ органлири икән.
Биологийәлик учур мутәхәссиси вә паалийәтчи йивес морав бу йил 6-айда йәнә жорнал тәһриратидин йәнә бир қетим әһвални сүрүштүргән вә нәтиҗидә йеқинда җимҗитла истипа хәвәрлири келишкә башлиған.
Мәзкур вәқә бүгүн америка мәтбуатлирида күчлүк инкас қозғиди вә у уйғурлар яшаватқан дистопийилик “мукәммәл сақчи дөлити” ни йәнә бир қетим намайән қилип бәрди.









