Гәнсуниң вувей түрмисигә бир қанчә миң уйғурниң қамалғанлиқи илгири сүрүлди

Мухбиримиз әркин
2019.04.05

Хитайниң гәнсу өлкиси вувей шәһиридики бир түрмидә аз дегәндә миң уйғур тутқунниң қамалғанлиқи илгири сүрүлди.

Италийәдики “зимистан” намлиқ диний әркинлик ториниң ашкарилишичә, бу түрмидики уйғур тутқунлар 2018‏-йилниң ахирлирида елип келингән. Бу дәл хитай һөкүмитиниң уйғур районидин хитай өлкилиригә қатнайдиған пойизларни бир қанчә ай тохтатқан мәзгилидә тоғра келиду.

Хитай һөкүмити өткән йили 8‏-айда ичкири хитай өлкилиригә пойиз белити сетишни тохтатқанлиқини, буниң бир қанчә ай давамлишидиғанлиқини елан қилған. Әмма сәвәбини чүшәндүрмигән иди. Зимистан ториниң гәнсу вувейдики йәрлик шаһитларниң сөзни нәқил кәлтүрүшичә, “2018‏-йили қиш пәслиниң бир күни вувей шәһиридики түрмигә баридиған йол 2 күн тақиветилип, аптомобил вә пиядиләрниң меңиши чәкләнгән. 2‏-Күни йерим кечә саәт 2 дә қораллиқ сақчилар 10 нәччә аптобуста уйғур районидин йөткәп келингән пут-қоли кишәнлик тутқунларни вувей пойиз истансисидин түрмигә йөткигән. Нәқ мәйданни өз көзи билән көргән бир шаһит пүтүн йолниң қамал қилинғанлиқи, һәр бир аптобусни 3 сақчи аптомобили қоғдап маңғанлиқи, һәр бир уйғурни икки сақчиниң яллап маңған”.

Зимистан ториниң хәвиридә баян қилинишичә, уйғур районидики түрмиләрниң тор системиси қурулушиға қатнашқан бир тор техник хадими һөкүмәт районда түрмиләрни кәң көләмлик қурған болсиму, лекин йәнила йетишмәй гәнсуға тошиғанлиқини билдүргән. Шу җайдики әһвалдин хәвәрдар бири “зимистан” ториниң мухбириға “пут-қоли зәнҗир билән четип қоюлиду. Ухлиғандиму еливәтмәйду, 24 саәт егилип туруши керәк. Гәп аңлимиғанлар дәрһал бир тәрәп қилиниду” дегән.

Йеқинда радийомиз хитай һөкүмитиниң бир түркүм уйғур тутқунлирини гәнсу, чиңхәй, хейлоңҗяң, хубей, сичүән, ички моңғул, шәнши қатарлиқ өлкиләрдики түрмиләргә йөткигәнликини дәлиллигән иди. Америка һөкүмитиниң илгири сүрүшичә, нөвәттә 800 миңдин 2 милйонғичә уйғур, қазақ вә башқа мусулман милләтләр йиғивелиш лагерлирида тутуп турулмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.