Дуня уйғур қурултийи хитайниң германийидә қурған шинҗаң оқуғучилар бирләшмисигә инкас қайтурди
2017.03.21
Дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса 21-март күни радийомиз арқилиқ баянат берип, дуня уйғур қурултийиниң мәркизи җайлашқан германийидә, хитай әлчханиси тәрипидин қурулған аталмиш “шинҗаң оқуғучилар уюшмиси” вә хитайниң германийидики әлчиханиси тәрипидин өткүзүлгән “шинҗаңлиқ оқуғучиларға оқуш мукапати тарқитиш” мурасиминиң мәқсити һәққидә тохталди.
Долқун әйса әпәнди, хитай һөкүмитиниң йеқинқи йиллардин буян оқуш, хизмәт вә башқа сәвәбләр билән чәтәлләргә, болупму ғәрб әллиригә чиққан уйғурларға қаратқан тәшвиқатни күчәйтип, уларниң ғәрб демократик дөләтлиридики уйғур тәшкилатлири вә уйғур җамаити билән билән болған алақисини чәкләшкә урунуватқанлиқини паш қилди. У, хитайниң аталмиш “оқуш мукапати”, “ шинҗаңға саяһәт” қатарлиқ иқтисадий җәһәттин мәнпәәт бериш усуллирини қоллинип, ғәрб дөләтлиридә оқуватқан оқуғучиларни вә демократик дөләтләрниң пуқралиқиға өтүп болған уйғурларни хитай һөкүмитиниң тәшвиқатини қилишқа, һәтта хитай һөкүмитигә җасуслуқ қилишқа қиставатқанлиқини билдүрди.
Хитай хәвәрләр ториниң 21-март сәйшәнбә күнидики хәвиридин мәлум болушичә, хитайниң германийиниң берлин шәһиридики баш әлчиханиси, 20-март күни 2017-йиллиқ “шинҗаңлиқ оқуғучиларға оқуш мукапати тарқитиш мурасими” өткүзүш билән бирликтә, германийидә өз хираҗити билән оқуватқан 150 тин артуқ “шинҗаңлиқ оқуғучилар”асасида “шинҗаңлиқ оқуғучилар уюшмиси” қурулғанлиқини җакарлиған. Хәвәрдә йәнә, уларниң 2011-йилдин буян 68 оқуғучиға оқуш мукапати бәргәнлики вә әлчиханида “җәлпкар шинҗаң” намидики норузни тәбрикләш паалийити өткүзгәнлики тилға елинған.