Германийә баш министири шолтз хитайни русийәгә қорал бериш вә униң “ақивити” тоғрисида агаһландурди
2023.03.06
Германийә баш министири олаф шолтз, хитайни агаһландуруп, әгәр хитай русийәниң украина уруши үчүн москвани қорал билән тәминлисә, буниң “ақивити” яман болидиғанлиқини билдүргән. Олаф шолтз, америка вә әнгилийәдин кейин хитайни русийәниң украина уруши үчүн москвани қорал билән тәминлимәслик, әгәр тәминлисә буниң “еғир ақивити” болидиғанлиқи тоғрисида агаһландурған ғәрб дөләтлириниң бири болди. Лекин лаф шолтзниң ейтишичә, у бейҗиңниң русийәни қорал билән тәминләштин өзини қачуридиғанлиқиға үмидвар қарайдикән. Олаф шолтз бу сөзләрни 5-март йәкшәнбә күни америка симлиқ хәвәрләр тори CNN дә елан қилинған сөһбәттә ейтқан.
Бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, олаф шолтз хитайға қаритилған бу агаһландурушни америка президенти җов байден билән вашингтонда көрүшүп икки күндин кейин елан қилған. Шолтз президент байден билән 2-март күни ақсарайда өткүзгән ахбарат йиғинида, ғәрб иттипақдашлириниң украинани “уруш қанчилиқ давамлашса давамлашсун”, қәтий қоллайдиғанлиқини ейтқан. Лекин ахбарат йиғинида һәр икки тәрәп хитайни тилға алмиған иди.
Бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, олаф шолтз 5-март CNN дә, әгәр хитай русийәгә ярдәм қилса, қандақ җазаға учрайдиғанлиқи һәққидики бир суалға мундақ дигән: “мениңчә, буниң ақивити болиду, лекин биз һазир бу ишниң йүз бәрмәсликини ениқ оттуриға қоюш басқучида туруватимиз, мән бу мәсилидә бизниң тәлипимизниң мувәппәқийәтлик болидиғанлиқиға нисбәтән үмидвар қараймән. Әмма биз чоқум диққәт қилишимиз вә наһайити етиятчан болушимиз керәк.”
Һалбуки, олаф шолтз хитайниң русийәгә қорал ярдәм қилса қандақ ақивәткә учрайдиғанлиқи вә немиләрдин қаттиқ еһтиятчан болуши керәкликини тилға алмиған. Германийә явропа иттипақиниң әң чоң иқтисадий гәвдиси болуп, хитай униң әң чоң сода шерикидур.