Германийә ташқий ишлар министири хитайдики зияритини “кишини чөчүтиду” дәп тәсвирлигән
2023.04.20
Германийә ташқи ишлар министири анналина байербок 19-април күни қилған сөзидә өзиниң хитайдики сәпириниң бир қисмини “кишини чөчүтидиған дәриҗидә” дәп тәсвирлигән. У, бейҗиңниң бир сода һәмраһи яки риқабәтчи болуштин һалқип, германийәниң системилиқ рәқибигә айлиниватқанлиқини ейтқан.
Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, анналина баербок бу сөзләрни германийә төвән палатасида хитайдики сәпири һәққидә қилған хуласә сөзидә ейтқан. У, хитайниң хәлқара қаидиләрни асас қилған дунявий тәртипни бир чәткә қайрип қоюп, өзиниң билгини бойичә һәрикәт қилмақчи болуватқанлиқини билдүргән.
Хәвәрдә дейилишичә, хитай германийәдин хитайниң тәйвәнни хитай қойниға елип кириш арзусини қоллишини тәләп қилған. Хитай йәнә германийә билән хитайниң өзара дүшмән әмәс, бәлки шерик дөләтләр икәнликини илгири сүргән икән. Анналина ханим төвән палатадики сөзидә, хитайниң бәзи тәләплириниң “һәқиқәтән һәйран қаларлиқ икәнликини” тилға алған болсиму, әмма буниң тәпсилати һәққидә тохталмиған.
Байербок ханим мундақ дегән: “хитай германийәниң әң чоң сода һәмраһи, әмма бу бейҗиңниң германийәниң әң муһим сода һәмраһи икәнликидин дерәк бәрмәйду. Германийә һөкүмити хитай билән һәмкарлишишни халайду, әмма германийә өзиниң илгирики ‛сода арқилиқ өзгәртиш‚ уқумидин ибарәт хаталиқни қайта тәкрарлашни халимайду.”
Байербок ханим йәнә хитайниң дуняниң тинчлиқи үчүн тиришиш мәҗбурийити барлиқини, болупму украинадики урушта русийәдики тәсиридин пайдилиниши лазимлиқини ейтқан.
Анналина байербок ханим алдинқи һәптә хитайда 3 күнлүк рәсмий зиярәттә болған вә бу җәрянда хитай ташқий ишлар министири чен гаң, хитайниң муавин баш министири хән җиң, ташқий ишларға мәсул хитай дөләт комиссари вә хитай компартийәси мәркизий комитети ташқий ишлар ишханисиниң мудири ваң йи қатарлиқлар билән көрүшкән. У бу қетимлиқ хитай зиярити җәрянида тәйвән мәсилиси вә уйғурларниң кишилик һоқуқи мәсилисдә хитайни кәскин сөзләр билән агаһландурған.