Германийә ташқи ишлар министири хитайни “системилиқ чоң рәқиб” деди

Мухбиримиз җәвлан
2023.05.10

5-Айниң 10-күни, германийә ташқий ишлар министири анналена байербук (Annalena Baerbook) хитайни “дуня сәһнисидә барғанчә күчийиватқан системилиқ чоң рәқиб” дегән һәмдә хитай һөкүмитини русийәниң украинаға һуҗум қилғучи дөләт икәнликини етирап қилишқа чақирған.

“америка радийо тори” (ABC) ниң хәвиригә қариғанда, хитай ташқий ишлар министири чин гаңниң бу һәптә явропаға зиярәткә бериши, явропа дөләтлириниң хитайға тутқан позитсийәсидә мәлум бурулуш һасил қилған; германийә ташқий ишлар министири билән фирансийә ташқий ишлар министири бирдәк һалда явропаниң иқтисадий җәһәттә хитайға бәк тайиинип қалмаслиқи керәкликини тәкитлигән.

Германийә ташқий ишлар министири анналена байербук мундақ дегән: “биз хитай билән һәмкарлишишқа болидиған йәрдә һәмкарлишишни үмид қилимиз. Әмма хитайға бәк тайинип қалсақ хәтәрлик, җүмлидин хәвпсизлик мәсилисидиму хәтәрлик, буниңға кирип қалсақ әхмәқлиқ қилған болимиз. Шуни тонуш керәкки, хитай биз билән рәқиб, бәлки күнсери күчийиватқан системилиқ чоң рәқиб”.

Анналена байербук явропаниң хитайға қаритидиған сияситиниң “тамамән айрилмаслиқ, әмма хәтәрни түгитиш” икәнликини, чүнки буниң явропаниң хәвпсизлики вә әркинлики билән зич мунасивити барлиқини билдүргән.

Хәвәрдә көрситилишичә, хитай билән сода мунасивити күчлүк болған вә хитайға изчил юмшақ муамилә қилип кәлгән германийә бу қетим хитайға қаратқан дипломатийәсини өзгәрткән, йәни германийәниң үч партийәдин тәшкилләнгән йеңи һөкүмити хитайға қаттиқ қол позитсийә тутуш йолини таллиған.

Хитай ташқи ишлар министири чин гаң 5-айниң 9-күни анналена бербок билән көрүшкәндә, хитайниң украина урушидин нәп елиш нийити йоқлуқини, хитайниң бу йилниң бешида оттуриға қойған “тинчлиқ пилани” ниң йәниму илгирилигән һалда музакиригә қоюлидиғанлиқини билдүргән. Чин гаң 5-айниң 10-күни фирансийә ташқи ишлар министири колонна (Colonna) билән көрүшкән.

Германийә билән фирансийәниң ташқи ишлар министирлири хитайни русийәниң “һуҗумчи дөләт” икәнликини ениқ тонушқа, русийәгә қорал тәминлимәсликкә, бәлки русийәни әскәр чекиндүрүп бу урушни аяғлаштурушқа қайил қилишқа чақирған.

Хитай дипломати чин гаңниң бу қетимлиқ явропа зиярити явропа иттипақи билән хитай украина мәсилисидә келишәлмәйватқан вә зиддийәт улғийиватқан бир вақитқа тоғра кәлгән. явропа иттипақи русийәгә берилгән иқтисадий җазадин әгип өтүп русийәгә ярдәм қиливатқан дөләтләргә ембарго қойидиғанлиқини елан қилғанда, хитай әгәр бу җаза иҗра қилинса явропадин өч алидиғанлиқини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.