Германийәдә һәрбий әшя обороти учурлирини хитайға йәткүзгән бир хитай аял қолға елинған
2024.10.02
Германийә даирилири 1-өктәбир сәйшәнбә күни, бир нәпәр хитай аялни җасуслуқ гумани билән қолға алған.
Политко гезитиниң хәвиригә қариғанда, 38 яшлиқ хитай пуқраси x ячи германийә вә америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң һәрбий әшя обороти тоғрисидики сәзгүр учурларни топлиғаникән.
X ячи, германийәниң шәрқидики лейпзиг халле (Leipzig/Halle) айродурумидики бир әшя оборот ширкитидә ишлигән болуп, у 2023-йили 8-айдин 2024-йили 2-айғичә болған арилиқта лейпзигдин өтидиған айропилан, йүк вә йолучилар һәққидики учурларни топлап германийәдики йәнә бир хитай җасус гумандари x җйәнгә йәткүзүп бәргән.
X Җйән бу йил 4-айда хитайниң җасуслуқ оргининиң хадими болуш гумани билән қолға елинған.
Германийә тәптиш мәһкимисиниң баянатида дейилишичә, “юқиридики гумандарлар асаслиқ һәрбий мудапиә әслиһәлириниң тошулуши вә германийә мудапиә ширкитидики алақидар кишиләрниң учурлирини елишқа тиришқан болуп, бу гумандарларниң хитай истихбарат оргининиң адәмлири болуш еһтималлиқи интайин юқири” икән.
Хәвәрдә дейилишичә, бу йил 4-айда қолға елинған x җйән германийә парламентидики радикал оңчи партийә болған “германийә үчүн йеңи таллаш” (Alternative for Germany) намлиқ партийәси әзаси макисимлиян крахниң ишханисида ярдәмчи болуп ишлигән. Макисимлиян крах x җйәнни 2019-йили явропа парламентидики ярдәмчиси қилип ишқа алған болуп, у шундин буян явропа парламентидики учурларни хитай истихбарат даирилиригә йәткүзүп кәлгән.
Бу, бу йил германийә тәптиш даирилири тәрипидин хитай истихбаратиға четишлиқ дегән гуман билән бир тәрәп қилинған 5-вәқә болуп һесаблинидикән.









