Германийә парламенти: “түркийә һөкүмитиниң уйғурларниң әһвалиға көңүл бөлүши қаидигә мувапиқ”
2019.03.06
3-Айниң 5-күни германийә парламентиниң тор бетидә “түркийәниң уйғур аптоном райониға тәсири” мавзулуқ бир парчә баянат елан қилинди. Баянатта “германийә федератип һөкүмитиниң түркийә һөкүмитиниң уйғур аптоном районидики уйғурларниң бөлгүнчилик паалийәтлиригә әмәлий ярдәм бәргәнликигә даир һечқандақ малумати йоқ,” дейилгән.
Буниң билән өткән йили германийә парламентида уйғур кишилик һоқуқ мәсилиси тунҗи қетим рәсмий музакиригә қоюлуп, икки күндин кейин сол партийәниң “уйғурлар түркийәниң ярдимидә хитайниң чекидин ашқан бастуруш сиясәтлиригә қарши уйғур аптоном райониниң ичидә вә сүрийәниң идлип районида террорлуқ һәрикәтлири елип бериватиду” дегән гумани соаллириға ениқ җаваб берилгән болди.
Баянатта йәнә мундақ дейилгән: “түркийә һөкүмитиниң өзлири билән миллий, тарихий вә диний җәһәттә алаһидә дәриҗидә бағлиниши болған уйғурларниң һазирқи әһвалиға көңүл бөлүши қаидигә мувапиқ.”
Германийә парламенти сол партийәниң оттуриға қойған соаллириға қарита аммиви ахбарат сәһипилиридики учурларни тәпсилий ениқлаш вә тәкшүрүш арқилиқ “федератип һөкүмәтниң җаваби” (19/7863) дегән рәсмий нотини өткән айниң 28-күни парламент әзалириң диққитигә сунған. 3-Айниң 5-күни бу җаваб нота германийә парламентиниң рәсмий тор бетигә қоюлуп, дуня җамаәтчиликиниң диққитигә сунулди.
Бу йил 1-айниң 17-күни әзәлдин хитай билән йеқинлиқи билән билингән сол партийәниң парламенттики вәкиллири севим дагделен, хайке һансел, абдрей һунко, заклим настик қатарлиқлиқлар тәйярлиған “террорлуқ тәшкилати-түркистан ислам партийәси” темисидики бир сүрүштүрүш нотиси (17/7124) германийә парламентиниң тор бетидә елан қилинған иди. Бу аталмиш сүрүштүрмидә идлиптики һаят таһрир аш-шам, ал нусра фронти қатарлиқ тәшкилатлар әмәлийәттә әл-қаидәниң исми өзгәргән шәкли дәп көрситилгән. Униңда йәнә юқириқи тәшкилатларниң давамлиқ түркийә истиқбарат орунлири билән алақидә болуп келиватқанлиқи илгири сүрүлгән. Сүрүштүрмидә йәнә “түркистан ислам партийәси” ниң “шәрқи түркистан ислам һәрикити” гә охшаш уйғур аптоном райониниң “шәрқий түркистан ислам җумһурийити” нами билән хитайдин бөлүнүп чиқиши үчүн һәрикәт қиливатқанлиқи тилға елинған. Уларниң хитайниң ичидила әмәс, бәлки “ислам дөлити” паалийәтчилири һәрикәт елип бериватқан қошна дөләтләрдин пакистан, қирғизистан, афғанистан һәтта малайсия вә һиндонезийәләрдә актип һәрикәт елип бериватқанлиқи билдүрүлгән.
Мутәхәссисләрниң илгири сүрүшичә, сол партийәниң германийә парламентиға сунған бу соаллириниң һәммиси иҗтимаий таратқуларда учрайдиған, дәлилләнмигән вә тоғрилиқ дәриҗисидин сөз ечиш қийин болған бир тәрәплимилик учурлар икән.
Өткән айниң 25-күни түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишидә хитай һөкүмитини агаһландуруп, уйғур елидики уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ милләтләрни терорчилардин айрип муамилә қилишини тәләп қилған иди. Шундин кейин, германийә һөкүмитиниң түркийә-уйғур мунасивәтлири һәққидә бәргән юқириқи баһаси алдимиздики күнләрдә уйғурлар мәсилисиниң техиму көп һесдашлиқ вә қоллашқа еришидиғанлиқиниң бешарити икән.









