Германийә баш министири меркил хитайни “аз санлиқ милләтләрни харлиди” дәп әйиблигән
2020.09.30
Фирансийә ахбарат агентлиқиниң 30-сентәбир хәвәр қилишичә, германийә баш министири меркил хитайниң аз санлиқ милләтләрни рәһимсизләрчә бастурғанлиқини әйиблигән һәмдә хитайға қарши пикирдә болған хоң коңлуқ затларниң тәқдиридин әнсирәватқанлиқини тәкитлигән.
Меркил явропа иттипақи рәһбәрләр йиғини ечилиштин бир күн аввал германийә парламентида сөз қилип, пат арида хитай тәрәп билән көрүшкәндә кишилик һоқуқ мәсилиси вә хоңкоң вәзийитини тилға алидиғанлиқини ейтқан. У йәнә “мән хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләрни қәбиһлик билән бастуруватқанлиқи мәсилисиниму оттуриға қойимән” дегән, әмма бу милләтләрниң исмини тилға алмиған. Һалбуки, паалийәтчиләр хитайниң уйғур мусулманлирини бастуруп келиватқанлиқини әйбләп кәлгәниди.
Хәвәрдә билдүрүлүшичә, германийәниң хитайдики содиси чоң болуп, хитай билән изчил йеқин мунасивәт орнитип кәлгән. Германийәдики паалийәтчиләр германийә һөкүмитини уйғурларни қоллашқа һәйдәкчилик қилип кәлгән болуп, хитай ташқи ишлар министири ваң йи германийәни зиярәт қилғанда германийә ташқи ишлар министири алдида намайиш өткүзгән.
Ғәрб әллириниң хитайға сүкүт қилиши, хитайни ашкара яки йошурун қоллиши барғанчә номуслуқ ишқа айланған. Америка ташқи ишлар министири майк помпейо 30-сентәбир ватканни америка билән бир сәптә туруп, хитайниң диний әркинликкә таҗавуз қилиш җинайитини әйибләшкә чақирған болуп, “католик дини кишилик һоқуқни қоғдаш күришиниң алдинқи сепидә туруши керәк” дегән.