Волкесваген германийә ташқи ишлар министириниң хитай зияритидә уйғур мәсилисини тилға алмаслиқини тәләп қилған

Мухбиримиз әркин
2019.03.11

Германийә аптомобил ширкити волкесвагенниң германийә ташқи ишлар министири хейко маасниң хитай зияритидә хитайниң мусулманларни йиғивелиш лагери вә униң “шинҗаңға алақидар мәсилиләр” ни тилға алмаслиқини тәләп қилғанлиқи илгири сүрүлди. Мәзкур вәқә хоңкоңда чиқидиған “хоңкоң әркин ахбарати” намлиқ тор журнилида 11‏-март күни елан қилинған бир мақалидә тилға елинған.

Хейко маас 2018‏-йили 11‏-айда хитайни зиярәт қилип, хитайниң муавин рәиси ваң чишән, муавин баш министири лю хе, ташқи ишлар министири ваң йи қатарлиқлар билән көрүшкән.

Әйни чағда кишилик һоқуқ тәшкилатлири униң хитай билән лагерлар мәсилисини сөзлишишини тәләп қилған иди. Лекин “хоңкоң әркин ахбарати” торидики “волкесваген хитайда: германлар йәнә җаза лагерлиридин хәвиримиз йоқти, дәмду?” сәрләвһилик мақалидә қәйт қилинишичә, ишәнчлик икки хәвәр мәнбәси волкесвагенниң юқири дәриҗилик хадимлириниң хейко маасқа лагерлар вә уйғур мәсилисини тилға алмаслиқ һәққидә хизмәт ишлигәнликини дәлиллигән.

Мақалидә, волкесваген ширкитиниң мәзкур мәсилидә хейко маасқа хизмәт ишлигәнликини инкарму қилмиғанлиқи, етирапму қилмиғанлиқи билдүрүлгән. Мақалидә йәнә германийә ташқи ишлар министирлиқиниң мәзкур мәсилә һәққидики соалға қайтурған қисқа җавабида, министир маасниң бундақ бесимларға тез пүкмәйдиғанлиқини билдүргәнлики тәкитләнгән. Мақалидә илгири сүрүлүшичә, хейко маас әйни чағда лагерлар мәсилисини оттуриға қойған. Лекин ваң йи униңға бундақ “өсәк сөзләр” гә ишәнмәсликни ейтқан.

Мақалидә ейтилишичә, аптор александер загерман хитайниң чаңчүн шәһиридики волкесваген аптомобил завутида ишләйдиған мунирә исимлик бу туңган қизни зиярәт қилған. Муназирә хитай даирилириниң бу завуттики пүтүн уйғур хизмәтдашлирини қайтуруп кәткәнлики, өзиниң дадиси туңган болғанлиқи үчүнла қелип қалғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.