Голландийә “хитай сақчи понкити” ни тақаш буйруқи чиқарди
2022.11.02
“голландийә вақти” гезитиниң 2-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, голландийә һөкүмити буйруқ чүшүрүп амистердам вә роттердам шәһәрлиридики “хитай сақчи понкити” ни тақашни буйруған. Мәлум болушичә бу сақчи понкитлири 2018-йилидин башлап өз “хизмәт” лирини давам қилдуруп кәлмәктикән.
Йеқинда испанийәдики “һемайичиләргә башпанаһ” тәшкилати нәқ мәйдан тәкшүрүши арқилиқ хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә 54 “сақчи понкити” тәсис қилғанлиқи, шу қатарда голландийәдә бундақ понкиттин иккиси қурулғанлиқини елан қилған иди. Тәкшүрүштә ейтилишичә, бу понкитлар голландийә һөкүмитиниң хәвири болмиған әһвалда қурулған болуп, асасий җәһәттин хитайға қарши чуқанларни җимиқтуруш, хитай пуқралиқидики кишиләрни қайтуруп кетиш дегәндәк ишлар билән шуғуллинидикән. Хитай һөкүмитиниң игилик һоқуққа игә бир мустәқил дөләттә бу хил сақчи понкитлири тәсис қилип бу җайларда хитай дөлити үчүн иш беҗириши хәлқара қанунларға хилап қилмиш һесаблинидикән.
Голландийә ташқи ишлар министири вопке хокстра (Wopke Hoekstra) бу һәқтә өзиниң тивиттер бетидә учур йоллап “бу хилдики сақчи понкити қурушта голландийә һөкүмитиниң иҗазити елинмиғанлиқи үчүн биз хитай әлчиханисиға буларни тездин тақаш тоғрисида буйруқ чүшүрдуқ” дегән.
2-Ноябир күни хитай ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтә баянат елан қилип “бу ишханилар сақчи понкити әмәс. Әксичә пуқраларниң паспорт һөҗҗәтлирини йәңгүшлишигә ярдәм беридиған орунлар” дегән һәмдә бундақ сақчи понкитлириниң мәвҗутлуқини инкар қилған.









