Гуаңҗуда бир меһманхана “террорлуқ” қа четишлиқ бир йолучини сақчиға мәлум қилмиғачқа җәриманә төлигән
2016.04.30
Хитайниң гуаңҗу шәһиридә бир меһманхана “террорлуқ” қа четишлиқ, дәп қаралған бир йолучиниң тәпсилий учурини тизимға алмиғачқа 100 миң сом җәриманә төлигән. “гуаңҗу гезити” ниң хәвәр қилишичә, у меһманханида қонған йолучи бир террорлуқ делосиға четишлиқкән.
Даириләр, меһманханини у йолучиниң тәпсилий учурини тизимлап, тегишлик системиға киргүзмигән, дәп әйиблигән. Әмма хәвәрдә, у йолучиниң исми, миллити, меһманханиниң нами, вәқәниң қачан йүз бәргәнлики, у “террорлуқ” делосиниң қандақ вәқә икәнлики һәққидә һечқандақ учур бәрмигән.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қәйт қилишичә, хитайда һөкүмәт террорлуқ, дәп қариған мутләқ көп қисим дело вә шәхсләр уйғурларға четишлиқкән.
Һәр қайси өлкиләр илгири йәрлик бәлгилимә чиқирип, меһманханиларниң уйғурларға ятақ бәрмәсликини, әгәр ятақ бәрсә йолучиниң тәпсилий учурини дәрһал йәрлик бихәтәрлик органлириниң тор системисиға киргүзүп, сақчиға мәлум қилишни тәләп қилип кәлгән.
Бу йәрлик бәлгилимә хитайниң 2015 - йили 12 - айда чиқарған “террорлуққа қарши туруш қануни” ға киргүзүлүп, хилаплиқ қилғучиларға җәриманә қоюш бекитилгән иди. Мәзкур қанун кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң изчил тәнқидигә учрап кәлгән.
Уларниң илгири сүрүшичә, бу қанунниң қаратмилиқи күчлүк, униңда хитай бихәтәрлик вә әдлийә тармақлириниң қанунлуқ уйғур өктичиләрни террорлуққа бағлап бастуруши қанунлаштурулған.
“гуаңҗу гезити” ниң хәвәр қилишичә, даириләр йәнә меһманханиниң шу күнки нөвәтчи директориға айрим 10 миң сом җәриманә қойған.









