Америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министирини тәйинләш йиғинида гүлшән аббас ханимниң мәсилиси алаһидә тилға елинған

15-Июн күни америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән америка ташқи ишлар министирлиқиниң шәрқий асия вә тинч окян ишлириға мәсул муавин министирини тәйинләш йиғинида кеңәш палата әзаси тим кейин бу вәзипигә тәйинлиниш алдида турған дипломат даниял критинбриктин күтидиған тәләплирини оттуриға қойғанда уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраш мәсилисини, җүмлидин гүлшән аббас ханимниң хитай тәрипидин наһәқ һалда қамаққа елинғанлиқ мәсилисини алаһидә тилға алған.

15-Июн күни америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән америка ташқи ишлар министирлиқиниң шәрқий асия вә тинч окян ишлириға мәсул муавин министирини тәйинләш йиғинида кеңәш палата әзаси тим кейин бу вәзипигә тәйинлиниш алдида турған дипломат даниял критинбриктин күтидиған тәләплирини оттуриға қойғанда уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраш мәсилисини, җүмлидин гүлшән аббас ханимниң хитай тәрипидин наһәқ һалда қамаққа елинғанлиқ мәсилисини алаһидә тилға алған. У мундақ дегән: “өткән һәптә биз ташқи ишлар комитетимизда шинҗаңдики қәбиһ сиясәт тоғрулуқ бирләшмә испат аңлаш йиғини өткүздуқ. Сенатор марко робийо вә румни қатарлиқлар бу ишларға йетәкчилик қилди. Комитетимиз пүтүн дунядики демократийә вә кишилик һоқуқни қоғдаш хизмитини шәрқий асия ишлириға мәсул шөбә комитетимиз билән бирликтә елип бариду. Биз гуваһчилардин күчлүк испатларни аңлидуқ. Буниң ичидә рошән аббас ханимниң сөзи һәммидин тәсирлик болди, у хитай тәрипидин 3 йилдин бери қамақта тутуп турулуватқан һәдиси гүлшән аббас һәққидә мәлумат бәрди, өткән йәкшәнбә униң туғулған күни болуп, түрмидә өткән үчинчи туғулған күни һесаблинидикән. Улар гүлшән аббас ханимниң түрмидә икәнликини билсиму, нәгә қамалғанлиқини билмәйду. Улар пәқәт униң мәхпий һалда 20 йиллиқ кесиветилгәнликини билиду. Гүлшән аббас бир дохтур болуп, униң вәзиписи пәқәт шинҗаңдики кесәлләрни давалаш иди. Америкиму тиришиватиду, бирақ дуняниң бу зораванлиққа зәрбә бериш тиришчанлиқи техи нәтиҗә бәрмиди”.

Арқидинла сенатор тим кейин муавин минситир намзати даниял критинбрикқа: “бир комитет, бир һөкүмәт, бир дөләт болуш сүпитимиз билән биз қандақ қилғанда хитайға техиму күчлүк бесим қилип, шинҗаңдики уйғурлар вә башқа мусулманларниң ечинишлиқ түрдә зиянкәшликкә учришини аяғлаштуралаймиз?” дәп соал қойған.

Даниял киртинбирик бу соалға җаваб берип, дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитетиниң испат аңлаш йиғиниға қатнашқанда өзиниңму рошән аббас ханимниң сөзидин тәсирләнгәнликини, сенатор тим кейинниң пикригә тамамән қошулидиғанлиқини, милйондин артуқ уйғурниң лагерға қамалғанлиқи вә ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи кишини чүчүтидиған җинайәт икәнликини, буни тохтитиш үчүн ташқи ишлар комитети билән бирликтә хизмәт қилидиғанлиқини, шундақла американиң “7 дөләт иттипақи” дики иттипақдашлири, җүмлидин японийә, корейә, һиндистан, австралийә қатарлиқ “4 дөләт бирлики” билән бирликтә һәрикәт қилидиғанлиқини билдүргән.

Америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири, шәрқий асия вә тинч окян ишлири башқармисиниң башлиқи вәзиписигә тәйинләнгән даниял критинбрик 2017-йилдин бери американиң вейнамда турушлуқ баш әлчиси болуп келиватқан дипломат болуп, бу йиғинда у уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиқни тохтитиш мәсилисидә америка һөкүмитиниң күткән тәләплириниң һөддисидин толуқ чиқидиғанлиқи тоғрулуқ вәдә бәргән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org