Америка, әнглийә, австралийә, японийә бирлишип, 40 йилдин буянқи әң чоң һәрбий маневир өткүзидикән

Мухбиримиз җәвлан
2021.08.04

Америка армийәси һинди окян қоманданлиқ штабиниң 2-авғуст күни елан қилишичә, америка пат арида әнглийә, австралийә, японийә билән бирлишип, дуня бойичә әң чоң һәрбий маневир өткүзидикән вә бу маневир бир айға йеқин давамлишидикән.

Бу маневирда америка деңиз армийә вә қуруқлуқ армийәси әнглийә ханлиқ армийәси, австралийә дөләт мудапиә армийәси вә японийә қоғдиниш армийәси билән бирлишип, “2021-йиллиқ дуня бойичә әң чоң һәрбий маневир” өткүзидикән, бу 40 йилдин буян дуня миқясида өткүзүлгән әң чоң бирләшмә һәрбий маневир болуп қалидикән. Бу маневирға америка армийәсидин 50 бирлик қатнишидикән, авиаматка (очақ кемиси) вә су асти кемиси болуп, җәмий 36 һәрбий әслиһә ишлитилидикән.

Америка һинди окян қоманданлиқ штаби американиң буниңдин кейин өз иттипақдашлири билән зич һәмкарлишип, район тинчлиқи, қанунға таянған хәлқара тәртип, учур-алақә вә қатнаш йоллириниң раванлиқиға капаләтлик қилидиғанлиқини, шундақла һинди окян районида ечиветилгән муһит бәрпа қилидиғанлиқини җакарлиған. Мутәхәссисләр болса бу маневирни америка вә униң иттипақдашлириниң һинди окян районидики тоқунушни бир тәрәп қилалайдиған иқтидарға игә икәнлики хитай билән русийәгә көрситип қоюш үчүн елип баридиған зор көләмлик һәрикити дәп қаримақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.