Һиндистан долқун әйса билән биргә йәнә икки хитай өктичиниң визисини бикар қилған

Мухбиримиз әркин
2016.04.30

Һиндистан һөкүмити дарамсаладики милләтләр вә диний гуруһларниң өз - ара диалогиға тәклип қилинған икки хитай өктичиниң визисини бикар қилған. Һиндистан һөкүмити илгири д у қ иҗраийә комитетиниң мудири долқун әйсаниң визисини бикар қилип, зор ғолғула қозғиған иди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи долқун әйсаниң визиси бикар қилиниш вәқәсидә өзлириниң һиндистанға бесим ишләткәнликини етирап қилған. “һиндистан вақти” гезитиниң ашкарилишичә, һиндистан һөкүмити америкида турушлуқ хитай өктичи лу җиңхуа билән рей ваң исимлик хоңкоңлуқ өктичиниң визисини бикар қилған.

Лу җиңхуа 25 - апрел ню - йорктики кенидий хәлқара айродромида айропиланға чиқирилмиған. У шуниңға қәдәр визисиниң бикар қилинғанлиқини билмәйдикән. Хәвәрләрдә, рей ваңниң шу күни охшашла айропиланға чиқирилмиғанлиқини билдүрди.

Лу җиңхуа 1989 - йилдики тйәнәнмен вәқәсидә нами чиққан өктичиләрниң бири. Хитай һөкүмити лу җиңхуани “җинайәтчиләр” тизимликигә киргүзүп қойған. Лу җиңхуа ахбарат васитилиригә бәргән баянатида, һиндистанниң һәрикитидин қаттиқ әпсусланғанлиқини, буниңға хитайниң сәвәбчи икәнликини билдүргән.

“һиндистан вақти” гезитиниң қәйт қилишичә, һиндистан һөкүмити лу җиңхуаниң саяһәт материяллири “толуқ әмәс”, “тәләпкә тошмайду” дегән болсиму, әмма бир һиндистан әмәлдари хитай өктичилириниң һиндистанни зиярәт қилип, “хитайға қарши тәшвиқат билән шуғуллиниши”, йеңи деһлиниң бейҗиңға қаратқан сияситигә тоғра кәлмәйду, дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.