Һиндистан хитайниң учқучисиз айропиланлириниң чеграға йеқин җайдики һәрикәтлирини көзитиватқанлиқини билдүрди
2022.12.01
Һиндистан таратқулири 1 – декабир күнидики хәвиридә, хитайниң учқучисиз айропиланлириниң бир қанчә қетим хитайға йеқин шәрқий шималдики әмәлий контрол линийәсни бойлап һиндистан земиниға қарап учмақчи болғанлиқини хәвәр қилған.
Һиндистанда чиқидиған “асия хәлқара хәвәрләр тори”ниң хәвиридә ейтилишичә, һиндистан һава армийәси өзлириниң хитайниң һәрикитини йеқиндин көзитиватқанлиқини билдүргән. Улар баянатида мундақ дегән: “һиндистан һава армийәси райондики күчәйтилгән радар тори билән шәрқий шималдики хитайниң учуш паалийитини йеқиндин көзитиду. Адәттә вәзийәт тинч болсиму, әмма йеқинқи вақитларда хитайниң учқучисиз айропиланлириниң әмәлий контрол линийәси тәрәпкә қарап учқан әһваллириму йүз бәрди”.
Һиндистан һава армийәси даирилири баянатида йәнә, әгәр хитайниң учқучисиз айропиланлири әмәлий контрол линийәсгә параллел учмай, һиндистан земиниға қарап учқан тәқдирдә дәрһал керәклик тәдбир қоллинидиғанлиқини әскәрткән.
Мәлум болушичә, икки тәрәпниң ладах районидики территорийәлик сүркилишлиридин кейин хитай – һиндистан бу районда әмәлий контрол қилиш линийәси бәрпа қилип, һәр икки дөләтниң айропиланлирини бу линийәниң алдиға өтүшини чәклигән икән.
Бүгүн, йәни 1- декабир күни, америка кеңәш палата әзаси марко рубийо тивиттир арқилиқ бу әһвалға инкас қайтуруп, хитайни әйиблигән. У баянида :“ хитай армийәси тибәтниң һиндистан билән чегралинидиған дәталаштики райониға йеқин җайда һәрбий қаравулхана қурди. Йәнә келип, таҗавузчилиқ һәрбий тактикисини ишлитип, игилик һоқуққа игә бир дөләтни қорқутуп, тәһдит селиватиду. Биз муһим шерикимиз һиндистан билән биргә” дәп язған.