Һиндистанда хитай маллирини байқут қилиш һәрикити қозғалди

Мухбиримиз ирадә
2019.03.14

Хитай коммунист һөкүмити пакистанни база қилған “җәйиши муһәммәд” намлиқ қораллиқ гуруппиниң б д т хәвпсизлик кеңиши тәрипидин қара тизимликкә елинишини тосуп қойған.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур қораллиқ гуруппа 14-феврал күни кәшмирдики һиндистан сақчилириға һуҗум қилип, аз дегәндә 40 нәпәр кишиниң өлүмигә сәвәб болған. Бу кәшмирниң талаш-тартиштики 30 йиллиқ тарихида аз көрүлгән қанлиқ вәқәләрниң бири болуп һесаблинидикән.

Вәқәдин кейин америка, әнгилийә вә фирансийә қатарлиқ дөләтләр б д т хәвпсизлик кеңишидин юқириқи бу қораллиқ гуруппиниң башлиқи мәсуд азһарға қорал ембаргоси, саяһәт чәклимиси қоюш вә мал-мүлкини тоңлитишни тәләп қилған. Әмма хитай бу тәләптә бәзи “техникилиқ мәсилиләр” барлиқини илгири сүрүп, хәвпсизлик кеңишидә қарар елинишини тохтитип қойған.

Һиндистан ташқи ишлар министирлиқи хитайниң бу һәрикитидин қаттиқ әпсусланғанлиқини ипадә қилиш билән биргә мәзкур қарарниң мақуллиниши үчүн барлиқ тәдбирләрни ишқа салидиғанлиқини билдүргән. Америка хитайниң һәрикитини “районда муқимлиқ вә тинчлиқ бәрпа қилиш һәққидики ортақ келишимләргә қарши чиққанлиқ,” дегән.

Хәвәрләргә қариғанда, хитайниң юқириқи бу һәрикити һиндистанда хитай мәһсулатлириниң байқут қилинишиға йол ачқан. Һиндистандики муһим иқтисадий вә сиясий тәсир күчкә игә болған вә 70 милйондин ошуқ әзаси болған “һиндистан тиҗарәтчиләр иттипақи” пәйшәнбә күни баянат елан қилип, мәмликәт миқяси бойичә хитай маллирини байқут қилиш һәрикити қозғиған. Улар 19-март күни хитайға “бир дәрс берип қоюш үчүн барлиқ хитай маллирини көйдүридиғанлиқи” ни җакарлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.