Илшат һәсән: һиндистан һөкүмити уйғурларни қоллиши керәк

Мухбиримиз әзиз
2016.04.28

Һиндистандин чиқидиған “деккан хәвәрлири” гезитиниң хәвиригә қариғанда, һиндистанниң дарамсала шәһиридә демократийә мәзмунидики хәлқаралиқ йиғинға қатнишиватқан америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән һиндистан һөкүмитигә чақириқ қилип, уйғурларниң хитай зулумиға қарши күрәшлирини қоллашни, шундақла уйғурларни “террорчи” дәп қарашни тохтитишни тәләп қилған.

Илшат һәсән 28‏-апрел башланған “хитайдики охшимиған милләтләр вә диний гуруһларниң өз-ара диалоги” намлиқ хәлқара йиғинға қатнашмақта иди.

У, “деккан хәвәрлири” гезитиниң мухбири билән болған сөһбәттә һиндистан һөкүмитиниң уйғурлар билән өз-ара чүшиниш һасил қилиши лазимлиқини, шундақла һиндистан һөкүмитиниң кәлгүси бихәтәрлик мәсилилири үчүн уйғурларни қоллиши лазимлиқини билдүргән.

У йәнә “уйғурлар мусулман болған билән уларниң радикал ислам билән һечқандақ алақиси йоқлуқини, террорлуқ билән техиму четишлиқи йоқлуқини, әксичә уйғурларниң тинчлиқпәрвәр вә өзигә хас миллий мәдәнийәткә игә бир қәдимий милләт” икәнликини тәкитлигән.

Хәвәрдә көрситишичә, мухбир билән болған сөһбәттә илшат йәнә “өз ана вәтининиң ‛шинҗаң‚ әмәс бәлки ‛шәрқий түркистан‚ дәп атилиши лазимлиқини тәкитлигән” вә һиндистанниң бир демократик мәмликәт болуш сүпити билән хитай коммунистлириға баш әгмәслики лазимлиқини тилға алған.

Һиндистандики әң чоң гезитләрдин бири болған “күндилик шикар” гезитиниң хәвиригә қариғанда, һиндистан һөкүмити һазир дарамсала шәһиридә өткүзүлүватқан “хитайдики охшимиған милләтләр вә диний гуруһларниң өз-ара диалоги” намлиқ йиғинниң тәшкиллигүчилиригә “йиғин һәққидә бәк чоң дағдуға қозғимаслиқ, шундақла йиғин җәрянида хитайниң чишиға тегидиған темилардин йирақ туруш” һәққидә нәсиһәт қилған.

Әсли мәзкур йиғинға дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети мудири долқун әйсаму қатнашмақчи иди, бирақ һиндистан ички ишлар министирлиқи 23- апрел униң визисини әткәс қилип ғулғула қозғиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.