Һиндистан билән хитай чеграсида тоқунуш йүз бәргән

Мухбиримиз җәвлан
2022.12.13

Һиндистан билән хитай әскәрлири алдинқи һәптә икки дөләтниң талашта қалған чегра районида тоқунушқан.

Америка дөләтлик таратқу ширкити (NBC) ниң 13-дикабир күни хәвәр қилишичә, һиндистан дөләт мудапиә министири 12-айниң 12-күни бу вәқәниң растлиқини ейтқан. Бу тоқунуш 2020-йил 6-айда һиндистан билән хитай чеграсида йүз бәргән қанлиқ тоқунуштин кейин чиққан зораванлиқ вәқәси икән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай армийәси 9-декабир күни һиндистанниң шәрқидики аруначел прадеш (Arunachel Pradesh) райониға қанунсиз кирип, ярлузаңбу дәряси бойиға йеқин чегра райондики талашта қалған земинни өзгәртмәкчи болғанда һиндистан әскәрлири билән тоқунушқан. Һиндистан тәрәпниң билдүрүшичә, бу тоқунушта һиндистан әскәрлири вә хитай әскәрлири тәң яриланған.

Һиндистан билән хитайниң чеграси ғәрбтә ладах йолидин шәрқтә аруначел прадешқичә созулған болуп, икки дөләтниң чеграсидики ениқсизлиқ 1962-йил йүз бәргән хитай-һиндистан урушидин тартип нәччә он йил давам қилип кәлгән тоқунушларға сәвәб болғаниди. 2020-Йил йүз бәргән тоқунушта 20 һиндистан әскири, 4 хитай әскири өлгәниди.

Хәвәрдә көрситилишичә, һиндистан билән хитай һазир икки дөләтниң чеграсини бойлап он миңларчә әскәр, танка вә күрәшчи айропиланларни орунлаштурған. Хитай тәрәп чеградики әскәрлирини азайтиш һәққидә һиндистанға бәргән вәдисигә әмәл қилмиған. Бу әһвалда икки дөләт оттурисидики җиддий вәзийәт йәнила давам қилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.